Хоңкоңда он миңдин артуқ киши намайиш қилип хоңкоң валийсиниң истепа қилишини тәләп қилди
2013.01.01
Йеңи йилниң биринчи күни өткүзүлгән намайишта кишиләр қоллириға хоңкоң валийси адәм қени ичидиған мәхлуққа вә бөригә охшитип сизилған рәсимлик лозонкиларни көтүрүп туруп намайиш қилған вә “хоңкоң хәлқи өз валийсини өзи сайлап чиқиши керәк”, дәп шоар товлиған.
Ляң җеңйиң хитай мәркизи һөкүмитиниң қоллишиға еришкән киши болуп, у техи йерим йил аввалла хоңкоң валилийлиқиға тәйинләнгән иди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, у вәзипигә олтурғандин буян хоңкоң хәлқиниң униңға болған ишәнчи изчил төвәнләп барған. Улар униң сәмимийитидин гуманлинидикән вә у вәзипигә олтурғандин бери хәлқ турмушиниң начарлап, иҗтимаий, сиясий һоқуқлириниң чекинип кәткәнлкигә ишинидикән.
13 Миңдин артуқ намайишчиниң қатнашқанлиқи тәхмин қилиниватқан бу намайиш җәрянида хитай мәркизи һөкүмитигә наразилиқ билдүрүлгән шоарлар товланған. Кишиләр хитай һөкүмитидин хоңкоң хәлқиниң сайлаш һоқуқини қайтуруп беришни тәләп қилған. Намайиш җәрянида йәнә хоңкоң әнглийигә тәвә вақитта ишләткән байрақларниң ечилғанлиқи мәлум. 1-январ күни хоңкоң сақчи даирилири 62 яшлиқ бир кишини бузуп-йиртилған бир хитай дөләт байриқини көтүрүвалғанлиқи үчүн қолға алғанлиқини билдүргән.
Игилинишичә, бүгүнки намайишни контрол астиға елиш үчүн хоңкоң даирилири 1000 дин артуқ сақчини йөткәп барған.