Хитайдики чәтәллик мухбирлар кулубиниң тор бекити хаккерларниң һуҗумиға учриди
Мухбиримиз әркин
2010.04.02
2010.04.02
Лекин чәтәллик мухбирлар кулубиниң әскәртишичә, һуҗумни кимләрниң елип барғанлиқи вә хаккерларниң һуҗум қилиштики мәқсәт - муддиаси өзлиригә мәлум әмәскән.
Чәтәллик мухбирлар кулуби тор бекитиниң һуҗумға учраш вәқәси йеқиндин бери йүз бәргән хитай хаккерлириниң чәтәл тор ширкәтлири, хитайдики чәтәллик мухбирлар вә хитай өктичилириниң елхәт сандуқиға һуҗум қилиш вәқәлириниң әң йеңи мисаллиридин биридур. Бу җәрянда игилишимизгә қариғанда, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң Yahooдики елхәт сандуқи һуҗумға учриған.
Йеқинда баш штаби америкиниң ню йорк шәһиридики Yahoo тор ширкити хитай вә тәйвәндики чәтәллик мухбирларниң Yahoo тор елхәт сандуқи һуҗумға учриғанлиқини елан қилған иди.
Хитай хаккерлириниң өктичи затлар вә америка ширкәтлириниң тор бекитигә һуҗум қилиш вәқәси бу йил 1 - айда хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғашқа башлиған иди. Америка Google ширкити хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә өктичи затлириниң Google дики елхәт сандуқи һуҗумға учриғанлиқини елан қилған.