Японийә баш вәзири аралларни қоғдаш үчүн бәдәл төләшкә һазир икәнликини билдүрди

Японийә баш вәзири шинзо абие хитай тәһдитигә үзлүксиз учрап туруватқан араллар гурупписини қоғдаш үчүн һәр қандақ бәдәл төләшкә һазир икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.02


У, бу сөзләрни 2 - феврал японийиниң җәнубий қисмиға орунлаштурулған японийә мудапиә қисимлирини көздин кәчүргәндә оттуриға қойди.

Шинзо абие шәрқий деңиздики талаш - тартиштики араллар гурупписиға келидиған тәһдитиниң барғанчә еғирлишиватқанлиқини көрсәтти вә: мәйли қанчилик бәдәл төлишимиздин қәтий нәзәр биз бу аралларни қоғдаймиз, деди.

Шәрқий хитай деңизиға җайлашқан сенкаку араллар гурупписи японийиниң контроллуқида болуп, хитай қатарлиқ бир қисим дөләтләр игилик һоқуқи талашмақта.

Токйо шәһири өткән йили мәзкур араллар гурупписиниң игидарлиқ һоқуқини шәхсийләрниң қолидин сетивалған. Шундин кейин хитай - японийә арисидики арал дәталашни техиму улғайған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.