Уйғур елиниң шималий қисмида 4. 5 Бал йәр тәвриди

Америка йәр тәврәшни йирақтин өлчәш идарисиниң хәвәр қилишичә, 21 - июл шу җай вақти әтигән саәт 7:05 минут өткәндә уйғур елиниң шималий қисмида 4. 5 Бал йәр тәвригән.
Мухбиримиз җүмә
2012.07.21


Учурда көрситишичә, йәр тәврәш ғулҗа наһийисиниң шәрқий шималиға 138 километир куча наһийисиниң шималиға 182 километир келидиған җайда көрүлгән.

Учурда берилгән хәритә коорденатиға қариғанда йәр шималий кәңлик 43.370 Градус, шәрқий узунлуқ 82.806 Градуста тәвригән болуп, бу күнәс наһийиси шорбулақ базири билән тоққустара нәһийиси мохур йезиси арисидики бир тағлиқ районға тоғра келиду.

Һазирчә йәр тәврәшниң әтраптики аһалиләргә зиян йәткүзгән яки йәткүзмигәнлики мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.