Ғулҗида қатар чай ойнаватқан 30 уйғур аял тутқун қилинған

Хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири уйғур районида йәнә бир сорунға қол узатти: у болсиму аялларниң чай соруни. Өткән айниң 24 ‏ - күни ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида, қатар чай ойниған 30 нәпәр аял нәқ мәйданда байқилип тутқун қилинған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.05.29
Uyghur-ayalliri-305 Сүрәттә, уйғур айаллири.
RFA Photo

Булардин 4 нәпиригә 1 айлиқтин қамақ җазаси, 7 нәпиригә 10 күнлүктин әмгәккә селиш җазаси берилгән. "Җинайити" йеник дәп қаралған қалған 19 нәпәр аял шу күни 8 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән.

Биз әнә шу кунки чайниң саһипхани болған раһилә ханим билән униң 30 күнлүк түрмә һаяти тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин , бу паҗиәлик һекайә, йәни пәқәт чай ойниған 30 нәпәр аялниң тутқун қилиниш җәряниниң тәпсилатини аңлайсиәр.

Диққәт: кейинки программилиримизда, бу 30 нәпәр аялниң тутқун қилинишниң һәқиқий сәвәблири һәққидә мәлумат беришкә тиришимиз.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.