Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (13)
2018.07.31
13-Бөлүм: истанбулдики қара күн
2016-Йили 12-айниң 22-күни истанбулдики уйғур җамаити үчүн бир қара күн болди. Абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң туюқсиз вапат болғанлиқ хәвири муһаҗирәттики миңлиған қәлбләрни еғир мусибәткә чөмдүрди. Аридин икки йилға йеқин вақит өткән бүгүнки күндә мәрһумниң аилә тавабиатлири вә сәпдашлири бу һәқтә әслимә тәқдим қилип, абдулһәкимхан мәхсум һаҗим вапат болушниң алди-кәйнидики әһваллар һәққидә мәлумат бәрди.
Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан бу һәқтә тохтилип, мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң вапатидин йиллар илгирила униң шәхсий бихәтәрликигә қарита тәһдит вә тәһликиниң шәпилири көрүлгәнликини тилға алди.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аяли мәрйәмгүл ханимму бу һәқтә сөз ечип, йолдиши вапат болуштин бир йил илгири түркийә истихбарат органлириниң уни шәхсий бихәтәрлик мәсилиси бойичә диққәт қилишқа агаһландурғанлиқини әскәртип өтти.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң оғли абдусалам тәклимакан дадиси таки туюқсиз вапат болғанға қәдәр саламәтликидә һечқандақ бир мәсилә көрүлмигәнликини, һаятиниң ахирқи дәқиқилиригичә сағлам вә нормал яшиғанлиқини тәкитләп өтиду.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди мәрһум абдулһәкимхан мәхсум билән биллә муҗадилә елип барған шунчә йиллар давамида мәрһумда парчә-пурат һечқандақ кесәлликниң көрүлүп бақмиғанлиқини, униң һәр вақит тетик, җушқун вә үмидвар яшап кәлгәнликини, шу вәҗидин туюқсиз кәлгән бу қазаниң һәммә кишидә бир хил әндикиш, силкиниш вә соал пәйда қилғанлиқини илгири сүриду.
Мәрйәмгүл ханим 2016-йили 12-айниң 21-күни, йәни чаршәнбә күни кәчқурун йолдиши абдулһәкимхан мәхсумниң илгирикидәкла нормал һалити билән өйгә қайтип кәлгәнликини, пәқәтла “бираз чарчап қалдим” дегәнликини әсләйду.
Абдусалам тәклимаканму шу күни кәчқурун дадисиниң кәйпиятида һечқандақ бир бинормал ипадини байқимиғанлиқини, пәқәт әтиси сәһәрдә адәттикидин бир саәт кечикип орнидин турғанлиқини вә “ағзим қуруп туриду” дегәнликини әсләйду.
Мәрйәмгүл ханим 22-декабир пәйшәнбә күни әтигән саәт 10:00 лар әтрапида йолдишиниң миҗәзидә туюқсиз өзгириш болуп, сафаға олтурушуп қалғанлиқини, җиддий қутқузуш машиниси йетип келип мәрһумни өйидин дохтурханиға елип барғучә болған бир саәттин артуқрақ вақит ичидә йүрикиниң селиштиң селиштин тохтиғанлиқини баян қилиду.
Абдусалам тәклимакан шу күнидики хатирисини әсләп, өзиниң җиддий қутқузуш машинисиға дохтурлар билән биллә чиққанлиқини, дадисиниң дохтурханиға елип келингән вақитта йүрикиниң аллиқачан соқуштин тохтап болғанлиқини тилға алиду.
Ахирида һидайәтулла оғузхан әпәнди мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң шу күни өйидин дохтурханиға елип берилғучә болған бир саәт ичидә, һәтта дохтурханидики җиддий қутқузушқиму үлгүрәлмәй қаза қилиши “бизгә җавабсиз бир соални ташлап кәтти,” дәйду.
(Давами бар)