Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (14)
2018.08.07
14-Бөлүм: туюқсиз қаза ташлап кәткән соаллар
Абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң 2016-йили 12-айниң 22-күни туюқсиз қаза қилиши муһаҗирәттики уйғур җамаитини һаң-таң қалдурди. Нурғун кишиләр мусибәт хәвирини аңлиғинида өз қулақлириға ишинәлмәй қалди. Мәрһумниң аилә тавабиатлири, истанбулдики дост-ярәнлири вә сәпдашлири, шуниңдәк күндә униңдин дәрс еливатқан оқуғучилири туюқсиз кәлгән бу қазайи қәдирдин мәңдәп қелишти. . .
Мәрһум вапат болғанда техи 54 яшта иди, һаятиниң пишқан вә қиранлиқ мәзгилидә турувататти. Мәйли аилисидикиләр болсун, яки узун йиллиқ сәпдашлири болсун, мәрһумниң һаят мәзгилидә бирәр қетим орун тутуп йетип қалғанлиқини, саламәтликидә мәсилә көрүлгәнликини вә яки роһий-кәйпиятида бирәр өзгириш болғанлиқини әслийәлмәйтти. Шунчә сағлам, тетик вә үмидвар кәйпиятта яшиған бир зәбәрдәс инсан қандақ қилип шунчә туюқсиз бу дунядин кетип қалди?
Мусулманлар қазайи қәдирни алланиң ирадисидин дәп билсиму, әмма мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң туюқсиз вапати муһаҗирәттики уйғур җамаитидә бәзи соал вә гуманларни ташлап кәтти.
Аридин икки йилға йеқин вақит өткән бүгүнки күндә мәрһумниң аилә тавабиатлири вә сәпдашлири 2016-йили 12-айниң 22-күни туюқсиз йүз бәргән мусибәтниң алди-кәйнидики бир қисим әһвалларни әсләп өтти.
Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан мәрһум абдулһәкимхан мәхсум вапат болуштин бирәр йил илгирила униң шәхсий бихәтәрликигә нисбәтән тәһдит вә тәһликиниң бәзи аламәтлириниң көрүлүшкә башлиғанлиқини тилға алиду.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аяли мәрйәмгүл тәклимакан ханимму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, әйни вақиттики бәзи тәпсилатларни әсләп өтти. Униң билдүрүшичә, йолдиши абдулһәкимхан мәхсум туюқсиз вапат болуштин икки йил илгири, йәни 2014-йили 12-декабир күни истанбулниң зәйтинбурну районида муһаҗирәттики өзбек диний рәһбәрлиридин абдулла бухари етип өлтүрүлиду. Бу вәқәдин кейин түркийә сақчи тәрәп абдулһәкимхан мәхсумни чақиртип, униң шәхсий бихәтәрликигә алаһидә диққәт қилишини агаһландурған икән.
Мәрйәмгүл ханим йәнә йолдиши туюқсиз вапат болуштин бирқанчә күн илгири кочиниң қарши тәрипидики бир бинада иҗаридә олтуридиған бир натонуш уйғур аялниң уларниң өйигә киргәнликини, өзиниң диний савақ өгәнгүси барлиқини ейтқанлиқини билдүрди. Мәрйәмгүл ханимниң әслишичә, бу натонуш аялниң шу вақиттики бирқанчә гуманлиқ иши уларни шүбһигә салған икән. Бу аял өзиниң мәлум биридин алидиған пулиниң барлиқини, зәйтинбурнудин өй сетивалғуси барлиқини, шу сәвәбтин уларниң өйини бир көрүп беқиш ойида болуватқанлиқини ейтқан. Дегәндәк бу аял шу күнидики биринчи қетимлиқ зияритидила абдулһәкимхан мәхсумниң иккинчи қәвәттики китабхана өйини, һәтта һуҗра өйиниму арилап чиққан икән.
Мәрһум абдулһәким мәхсумниң оғли абдусалам тәклимаканму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, әйни вақитта аилисидикиләргә туюқсиз пәйда болған бу натонуш аялниң иш-һәрикитиниң бинормал туюлғанлиқини, һәтта дадиси рәһмәтликму буниңдин бираз ғәлитилик һес қилғанлиқини, әмма “артуқчә гуман иманни қачуриду” дегәндәк, өз вақтида уларниң бу ишқа анчиму етибар билән қарап кәтмигәнликини тилға алиду.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди әйни вақитта мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аилә тавабиатлириниң истанбулдики дөләт дохтурханисида җәсәтни тәкшүрүп көрүшни тәләп қилғанлиқини, әмма мәзкур делоға мәсул сотчиларниң 6 ай җәрянида арқа-арқидин алмишип, тәкшүрүш нәтиҗисиниң йерим йилдәк кәйнигә сүрүлүп кәткәнликини, әң ахирида “өлүм сәвәби ениқ әмәс” дегән һөкүм қәғизи билән ишни түгәткәнликини әскәртип өтти.
Мәрйәмгүл ханимниң әслишичә, мәрһум абдулһәкимхан мәхсум шу күни җиддий қутқузуш машиниси билән дохтурханиға елип кетилгән мәзгилдә һелиқи натонуш аял икки қетим уларниң өйигә кирип, келинидин әһвал сүрүштүргән вә өлүм хәвирини тунҗи болуп вечат арқилиқ тарқатқан икән. Мәрйәмгүл ханим йәнә бу аялниң йолдишиниң өлүмидин бир һәптә өтә-өтмәйла из-дерәксиз ғайиб болғанлиқини, кейинчә башқилардин бу аялниң вәтәнгә кәткәнликини аңлиғанлиқини баян қилди.
Абдусалам тәклимакан дадиси туюқсиз қаза қилғандин кейин аилисидикиләрниң бәзи гуманларға асасән мәрһумниң өлүм сәвәбини ениқлап бериш һәққидә дохтурхана вә мәһкимигә илтимас сунғанлиқини, һалбуки, бу ишниң сот сот мәһкимиси тәрипидин изчил кәйнигә сүрүлүп, әң ахирида “зәһәрлиниш һадисиси йоқ, әмма өлгүчиниң өлүм сәвәби ениқсиз” дегән мүҗмәл җаваб билән болди қилинғанлиқини илгири сүриду.
Мәрйәмгүл ханим әйни вақитта мәрһум йолдишини елип барған дохтурханидики хадимларниң җәсәтни тәкшүрүш ишини һапила-шапила түгәткәнликини, әмма мәзкур дохтурханидики бир дохтурниң оғли абдусаламни айрим чақирип мәрһумниң бир тал чечини болсиму елип қелишни, уни кейинчә башқа бир дохтурханида тәкшүртүп көрсә болидиғанлиқини тәвсийә қилғанлиқини әсләп өтти.
Ундақта, мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң туюқсиз вапати қалдуруп кәткән бу соалларниң җаваби зади нәдә? шунчә сағлам яшиған бу киши немә үчүн сүрийә кризиси юқири пәллигә көтүрүлгән, шәрқий-җәнубий асия әллиридин түркийәгә кәлгән уйғур мусапирлар мәсилиси алаһидә диққәт қозғаватқан бир пәвқуладдә вәзийәттә туюқсиз қаза қилди? дохтурхана вә сот мәһкимиси немә үчүн җәсәт тәкшүрүш доклатиниң ахирқи нәтиҗисини 6 айдин кейин андин аилисидикиләргә бериду? мәһкиминиң “өлүм сәвәби ениқ әмәс” дегән язма һөкүмини қандақ чүшиниш керәк?. . .
Бу соаллар һелиһәм мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аилисидикиләрниң, замандашлириниң, сәпдашлириниң вә оқуғучилириниң көз алдида йешилмигән бир сирлиқ түгүн болуп турмақта.
(Давами бар)