Гвәнтанамодин қайтқанда: абабәкри қасимниң бешидин кәчүргәнлири - 7

Мухбиримиз қутлан
2014.01.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
abubekri-ababekri-guentanamo.jpg Гвәнтанамо түрмисидин албанийәгә йәрләштүрүлгән абабәкри қасимниң йеқинқи сүрити.
Social Media

Абабәкри қатарлиқ гвәнтанамо түрмисигә қамалған уйғур тутқунлар 2004-йилиниң алди-кәйнидә рәсмий сотлиниду. Уларниң сотлиниш җәряни наһайити узунға созулиду. Көп қетимлиқ қайта-қайта сорақ, тәкшүрүш вә ахирида сотлаш арқилиқ уларни икки гуруппиға айрийду. Абабәкри қатарлиқ 5 уйғурға дәсләпки қәдәмдә “дүшмән җәңчиси әмәс” дегән һөкүм чиқирилиду. Қалған уйғурларниң делоси техичә һәл болмайду.

Абабәкри қатарлиқ 5 уйғур гунаһсиз дәп елан қилинған болсиму, лекин уларни йәнила гвәнтанамо түрмисидә тутуп туриду. Кейинчә адвокатларниң арилишиши билән уларни гвәнтанамодики түрмисидин елип чиқип, анчә йирақ болмиған деңиз бойидики бир лагерға йөткәйду. Гунаһсиз дәп һөкүм чиқирилған 9 кишиниң ичидә вәтәндин чиққан 5 уйғур, сәуди әрәбистанлиқ бир уйғур, 2 әрәб вә афғанистанлиқ бир өзбек бар иди.

Абабәкри қатарлиқлар гәрчә гвәнтанамо түрмисидин бошитилип, деңиз бойидики йеңи лагерға көчүрүлгән, хели көп әркинликкә еришкән болсиму, лекин улар бу йәрдә йәнә бир йилдәк туруп қалиду. Америка тәрәп уларни йәрләштүридиған мувапиқ дөләт издәйду.

Аридин бир йилдәк өткәндә туюқсизла абабәкри қатарлиқ 5 уйғурни албанийәгә йәрләштуридиғанлиқини уқтуриду. Бу хәвәрдин улар һәйран қалиду. Чүнки бу бәшәйләнниң һечқайсисиниң албанийә һәққидә түзүк чүшәнчиси йоқ иди.

Ахири абабәкри қатарлиқ 5 уйғур америкиниң һәрбий айропиланиға қачилинип мәхпий һалда кубадин албанийәгә елип берилиду.

Кәлгүси һәққидә һечқанчә тәйярлиқи болмиған 5 нәпәр уйғур яш таң сүзүлмигән бир пәйттә тирана айродромиға қонған америкиниң һәрбий айропиланидин чүшүп йәнә бир натонуш әлниң туприқини дәссәйду…

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.