“кәчмиш вә әслимә” сәһиписи һәққидә аңлармәнләргә икки еғиз сөз
2013.07.06
Қәдирлик аңлармән достлар! “кәчмиш вә әслимә” сәһипимиз йерим йилдин артуқ мусапини бесип өтти. Бу җәрянда түрлүк сәвәбләр түпәйлидин вәтәндин айрилишқа мәҗбур болған кишиләрниң әркинликкә еришиш йоли, муһаҗирәттә бешидин өткүзгәнлири шундақла уйғур болуш сүпити билән һаятидики әң унтулмас кәчмишлирини әслимә йоли билән диққитиңларға сунуп кәлдуқ
Һаят һекайисини тәқдим қилғучилар қандақтур алаһидә шәхсләр әмәс, улар уйғурлар ичидики милйонлиған аддий кишиләргә охшашла һәм шәхсий кәчүрмишкә һәм уйғур болуштин ибарәт миллий тәқдирдашлиққа игә инсанлардур. Шуниси ениқки, әслимә тарихқа тәң әмәс, бәлки бир милләтниң җәмийәт тарихини йорутидиған муһим материялдур. Болупму уйғурларға охшаш өз вәтинидә өз тарихини йезиш һоқуқиға игә болмиған бир милләт үчүн уларниң нөвәттики иҗтимаий реаллиқи вә сиясий һаятини чүшиништә шәхсләрниң әслимилири вә һаят һекайилири муһим қиммәткә игидур.
“кәчмиш вә әслимә” сәһипимизниң өзиниң һаят һекайиси вә кәчүрмишлирини сехийлиқ билән аңлармәнләргә тәқдим қилишни халайдиған һәр бир уйғур үчүн дәрвазиси очуқтур. Чинлиқ, тәбиийлик, әйнәнлик һәмдә өз бешидин һәқиқий өткүзгән кәчүрмиш болуш - һекайә тәқдим қилғучиларға қоюлидиған бирдин - бир өлчәмдур. Бу сәһипигә қатнишиватқанлар қандақтур аҗайип - ғарайип кәчүрмишләргә игә алаһидә инсанлар болмастин, бәлки вәтәнсизликниң тәмини тетип яшаватқан уйғур җамаәтчиликиң түрлүк саһәлиригә мәнсуп әзалиридур.
Келиң, сизму бир уйғур болуш сүпитиңиз билән сәһипимизгә қатнишиң! һаятиңизда нөвәттики уйғурларниң иҗтимаий реаллиқини ечип беришкә мәлум қиммити бар дәп қариған кәчүрмишлириңизни ана тил билән радио аңлиғучиларға тәқдим қилиң! бу сизниң шундақла бизниң ортақ бурчимиздур!