Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (3)
2018.09.11
Үчинчи қисим: қораллиқ сақчи дохтурханисида
1997-Йили 3-айда 71 яшлиқ низамидин һүсәйин әпәнди “шинҗаң гезити” идарисиниң аилиликләр қорусидин тутуп кетилиду.
Аридин икки ай өтүпму униң қайси түрмигә қамалғанлиқи һәққидә һечқандақ учур болмайду. Шу йили 5-айниң башлирида үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси 1-башқармисиниң 6 нәпәр сақчиси низамидин һүсәйин әпәндиниң “шинҗаң гезити” идарисиниң аилиликләр қоруси ичидики өйигә туюқсиз бастуруп кирип ахтуриду. Улар өйдики гуманлиқ дәп қариған гезит-журнал, язма материял вә башқа нәрсиләр елип маңғинида җүрәт низамдин дадисиниң қәйәргә қамалғанлиқини биливелиш үчүн сақчи машинисиниң кәйнидин йошурунчә әгишип маңиду. Һалбуки, ойлимиған йәрдин үрүмчи җәнубий вогзал қешидики 3-түрминиң алдиға кәлгәндә у сақчиларға тутулуп қалиду. Қорқунч вә вәһимидин қара тәргә чөмүлгән җүрәт низамидин немә қиларини билмәй туруп қалиду.
Сақчи башлиқи җүрәт низамидинға тәһдит селип, уни соал-сораққа тартиду. Гези кәлсә униму қошуп соливетидиғанлиқини ейтиду. Бир һаза тәһдит вә тәнбиһдин кейин сақчи башлиқи җүрәт низамидинға тутқундики дадиси низамидин һүсәйин әпәндини йеқинда дохтурханиға давалатқили елип чиқидиғанлиқини, уларниң өйидин дохтурханиға тамақ тошуп дадисиниң һалидин хәвәр алса болидиғанлиқини ейтиду.
Дегәндәк бирқанчә күндин кейин җүрәт низамидинға үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисидин телефон келиду. Бу делоға мәсул сақчи униңға низамидин әпәндиниң үрүмчидики қораллиқ сақчи қисим дохтурханисиға вақитлиқ давалинишқа елип чиқилғанлиқини, аилисидикиләрниң дохтурханиға тамақ тошуп “бимар тутқун” ға қариса болидиғанлиқини уқтуриду.
Җүрәт низамидин бу хәвәрни дәрһал қериндашлири вә уруқ-туғқанлириға йәткүзиду. Чач-сақаллири өсүп, кесәллик вә қийнақ азабидин аҗизлишип кәткән низамидин һүсәйин әпәнди сақчиларниң кечә-күндүз көзәтчиликидә давалиниду. Шу күни җүрәт низамидин ача-сиңиллири билән биллә тамақ көтүрүп қораллиқ сақчи қисим дохтурханисиниң балнетса өйигә кириду. У җиддий һаләттә көзәттә турған сақчиларни вә кесәлханидики сүрлүк кәйпиятни көрүп, дадиси билән параңлашқанда гәп-сөзгә алаһидә диққәт қилиш лазимлиқини һес қилиду.
Низамидин әпәнди һаятида узун йиллар түрмә азаби чәккән болғачқа еғир дәриҗидә өпкә яллуғиға гириптар болған иди. Бу қетимлиқ тутқун вә қамақтики зәй һава униң кона кесилини қайтидин қозғайду. Бир аилә кишилири сақчиларниң көзитидә кесәл каривитида ятқан низамидин һүсәйин әпәнди билән йиғлишип көрүшиду. Чач-сақаллири өсүп чаңгилашқан низамидин һүсәйин әпәнди еғир гәвдисини тәсликтә мидирлитип, бала-чақилири алдида өзини тәмкин тутушқа тиришиду.
Улар бир һәптидәк дохтурханиға тамақ тошуп, аҗизлап кәткән дадисиниң һалидин хәвәр алиду. Бир күни җүрәт низамидин ача-сиңиллири билән тамақ көтүрүп дадиси ятқан балнетса бөлүмигә киргинидә ятақ ичиниң қупқуруқ турғанлиқини, дадисиниң йәнә ғайиб болғанлиқини көриду. Сестралар уларға сирлиқ бир кәйпиятта қарап, сақчиларниң алдинқи күни кечидә низамидин әпәндини түрмигә қайтуруп елип кәткәнликини ейтиду.
Еғир кесәллик иликидики дадисиниң йәнә түрмигә елип кетилгәнликини аңлиған җүрәт низамидин вә униң қериндашлири лассидә болуп, қаттиқ үмидсизликкә патиду. Улар дадисиға етип кәлгән тамақлирини көтүрүшүп өйигә қайтишқа мәҗбур болиду. Шуниңдин кейин сақчилар давамлиқ низамидин әпәндиниң “шинҗаң гезити” идарисиниң аилиликләр қоруси ичидики өйини қәрәллик түрдә ахтуруп, аилә тавабиатлириға задила арам бәрмәйду. Низамидин әпәндиниң өмүр бойи йиғқан қиммәтлик китаб-материяллири вә қолязмилири пүтүнләй дегүдәк сақчилар тәрипидин елип кетилиду.
(Давами бар)