Сабит дамоллам абдулбақи камали һәққидә
2011.10.08

1910-Йили абдуқадир дамоллам һәм мамут ахун дамолламларниң дәвәт қилиши билән, бухараға берип юқири мәлумат алған. 1914-Йили оқушни тамамлап дамолла болуп юртиға қайтиш сәпиридә, илиға келип сүйдүңдә исмаил һаҗи дегән кишиниң қизи рабийә билән тойлишип өйлүк болған. Бир нәччә йил өткәндин кейин, “рәстә вәқәси” сәвәби билән аяли рабийә билән аҗришип, оғли абдуллани аялиға қалдуруп, қәшқәргә қайтип кәлгән һәмдә қәшқәр ханлиқ мәдрисә устази абдуқадир дамоллам һәм мәсләкдиши шәмшидин дамоллам билән биллә мудәррислик қилиш билән биргә мутәәссипликкә, хурапатлиққа, қулчилиққа, наданлиққа җаһангирликкә қарши һәққаний һәрикәтләрни тәшкиллигән.
1924-Йили абдуқадир дамоллам суйиқәсткә учриғандин кейин, суйиқәстчиләрниң нишани сабит дамолламға мәркәзләшкән. Буни сәзгән сабит дамоллам 1925-йили һәҗгә бериш баһаниси билән илиға йенип чиққан һәм илидики мәрипәтпәрвәр, оқумушлуқ кишиләрниң ярдими билән, 1927-йили, “ширинкалам” дегән китабини тунҗи қетим күрәдә таш мәтбәәдә бастурған. Бу китабта нуқтилиқ һалда муһәммәт пәйғәмбәрниң тәрҗимиһали вә әхлақ-пәзиләтлири сөзләнгән. Бу китаб кейин һиндистанда бесилип тарқитилған.
Сабит дамоллам диний илимләрдә һәм түркчә, әрәбчә, парсчә әдәбиятниң пүткүл түрлиридә илим тәһсил қилған болғачқа, мәзкур тилларда бәзидә нәсрий, бәзидә нәзмий билән сөзләш, йезиш камалитигә йәткән. У 1927-йилидин башлап, ғулҗа шәһири дәң мәсчитидә “қуран кирими” ни ағзаки тәрҗимә қилип, бу ишни үч йил давамлаштурған. Йәнә бир тәрәптин “ислам қануни”, “әлфийәниң шәрһиси” “ақаидә җәвһәрийә, баян әл сүннәт” дегән китабларни язған. 1930-Йили ғулҗида, чөчәктики мурат әпәндидин тәлим елиш баһаниси билән вәзийәтни көзәткили чиққан хотән қарақашлиқ муһәммәт имин буғра билән пикирләшкән. У шу йили күздә қәшқәр вә атуштин чиққан шәмшидин дамолла, яқуп һаҗи қатарлиқ йүздәк киши билән бирликтә он нәччә яшлиқ оғли абдуллани елип һәҗгә маңған.
1931- Йили баһарда, у һәҗ тавабини ада қилип болғандин кейин, илмий зиярәттә болуш үчүн, көпчилик билән хошлашқан вә сәуди әрәбистани, түркийә қатарлиқ җайларда тәкшүрүш, өгиниш билән болған вә илмий сөһбәтләрни елип барған. Түркийидә илмий зиярәттә болуватқан чеғида, мисирда дуня ислам алимлири сөһбәт йиғини ечилидиғанлиқидин хәвәр тепип, йиғинға үлгүрүп қаһирәгә барған.
Сабит дамоллам сәуди әрәбистанида, мисирда вә түркийидә илмий зиярәттә болуп, вәтәнгә қайтиш үчүн йолға чиқип, 1932-йили һиндистанға келип деһлидә бир мәзгил туруп қалған һәм “ақаидә җәвһәрийә, баян әл сүннәт”, “әлфийәниң шәрһиси”, “шерин калам” намлиқ китаблирини бастурған.
Сабит дамоллам 1932-йили 12-айда, қағилиққа йетип кәлгән, андин удул хотәнгә барған. 1932-Йили 1-айниң мәлум бир күни, қарақаш ойбағ мәдрисидә, муһәммәт имин буғра 1931-йили 6-айда қурған йошурун тәшкилатниң әзалиридин бир йүз оттуз киши йиғин ечип, сабит дамоллам билән қариқашлиқ мәмәт нияз әләм ахунумни әзалиққа қобул қилған һәмдә қозғилаң көтүрүш күнини бәлгиләш, қозғилаңчилар рәһбәрлирини сайлаш ишини музакирилишип бекиткән.
Сабит дамоллам өзиниң чәт әлләрдики игилигән әһваллирини тонуштуруп мундақ хуласә чиқарған:
Биринчи, бүгүнки дуня шараитида қошна вә башқа чәт дөләтләрдин инқилабимизға ярдәм күтүш
Мумкин әмәс. Мән бу һәқтә көплигән мунасивәтлик кишиләр билән пикирләштим,
Иккинчи, инқилабниң қозғилиш нуқтиси хотәндә болуши лазим. Шуниң үчүн, мән удул хотәнгә кәлдим.
Сабит дамоллам рамзан мунасивити билән хотәнниң һәрқайси җайлирида “қуран” вә һәдисләрдин вәз ейтип, болупму җиһад тоғрисидики тәлиматларни кәң тәшвиқ қилип, қозғилаң үчүн хәлқ ичидә омумий пикир еқими бәрпа қилип, маддий вә мәниви күчләрниң топлинишиға күч чиқарди.
1933-Йили 2-айниң 24-күни, қарақашта қозғилаң партлиған. 1933-Йили 4-айғичә хотән тәвәси қозғилаңчиларниң қолиға өткән. Шуниң билән 4-айниң 5-күни “хотән ислам һөкүмити” қурулған. Сабит дамоллам қозғилаң җәрянида, йәкән қозғилаңчилири билән хотән қозғилаңчилири оттурисидики зиддийәтни мувәппәқийәтлик яраштурған.
1933-Йили 7-айниң 17-күни, сабит дамоллам билән муһәммәт имин буғраниң иниси имир абдулла (шаһ мәнсур) икки миң кишилик қошунни башлап йәкәндин қәшқәргә қарап йолға чиққан. Сабит дамолламлар йәкәндики чағда, қәшқәрдин төмүр сиҗаңниң абдуғопур шаптул дамоллам башчилиқидики төт вәкили йәкәнгә йетип кәлгән. Улар қозғилаңчиларниң қәшқәргә беришиниң һаҗити йоқлуқи тоғрисида сабит дамолламлар билән кеңәш өткүзгән. Сабит дамоллам башчилиқидики қозғилаңчилар буниңға қәтий қошулмиған.
Сабит дамоллам билән имир абдулла йетәкчиликидики икки миң кишилик қошун йеңисарға йетип кәлгәндә, төмүр сиҗаң қәшқәрдин йеңисарға келип, сабит дамолламларниң қәшқәргә бармаслиқини өтүниду. Лекин сабит дамоллам билән имир абдулла өз пикридә чиң туруп, қәшқәргә қарап йолға чиқип, 7-айниң 20-күни қәшқәргә йетип келиду. Он миңлиған шәһәр пуқраси йолниң икки қасниқида туруп, уларни қиздин қарши елишиду.
Бу арида йүз бәргән бәзи қалаймиқанчилиқлардин кейин, 8-айниң 15-күни сабит дамоллам қәшқәр шәһиридә хотән һөкүмитиниң қәшқәр иш башқуруш идарисини қурған. 9-Айниң 10-күни бу идарини әмәлдин қалдуруп, униң орниға “шәрқий түркистан мустәқиллиқ җәмийити” ни қурған.
Икки айлиқ пухта тәйярлиқ хизмитидин кейин, 1933-йил 11-айниң 12-күни қәшқәрдә: “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” қурулуп, көнчи мәһәллисиниң алдидики мәйданда байрақ чиқирилди. Бу байрақ ай-юлтузлуқ көк байрақ иди. Байрақ чиқирилип, җумһурийәт қурулғанлиқини җакарлаш чоң йиғинида, һөкүмәт тәшкилий аппарати, асасий қанун вә дөләт марши елан қилинди.
11-Айниң 15-күни, сабит дамоллам шветсийә католик диний җәмийитиниң қәшқәрдә турушлуқ вакаләтханисиниң қутлуқ һаҗи баш муһәррирликидики басмиханисида “шәрқий түркистан һәптилик гезити” ни чиқарди. Йерим айдин кейин: айлиқ “мустәқиллиқ” журнили чиқирилди, униңда, “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” рәһбәрлириниң исимлики вә муһим һөҗҗәтләр бесилди, кәң көләмдә җамаәт пикри тәйярланди”.
“шәрқий түркистан ислам җумһурийити” сталин һөкүмити билән шең шисәй һөкүмитини қаттиқ сарасимигә салған. Шуниң билән улар хоҗинияз һаҗиға вәдә берип, уни үндәккә кәлтүрүш арқилиқ бу йеңи қурулған җумһурийәтни йоқитишни пиланлиған. Хоҗинияз һаҗи сталин һөкүмитиниң тәлипигә көнгән һәмдә сабит дамоллам қатарлиқ кишиләрни қолға елип, шең шисәйгә тапшуруп беришкә вәдә қилған.
1934-Йили 4-айда, хоҗинияз һаҗи йәкәндә зирип қари һаҗи, шәмшидин дамолла, аблахан султанбәг қатарлиқ төт кишини нәзәрбәнд қилған. 4-Айниң 13-күни, мәхмут сиҗаң қол астидики ғопур түәнҗаңни қағилиққа әвәтип, сабит дамолламни қолға алған. Хоҗинияз һаҗи сабит дамоллам билән зирип қари һаҗини ақсуға ялап елип келип, шең шисәйниң ақсудикиси қисимлириға тапшуруп бәргән.
Сабит дамоллам 1934-йили шең шисәйниң үрүмчидики түрмисигә қамалған. 1940-Йили үрүмчи иккинчи түрминиң башлиқи лу бинди исимлик хуйзу сабит дамоллам билән тонушуп қалған. Лу бинди сабит дамолламниң тәлипигә бинаән униңға “қуран кирими” билән қәғәз-қәләм әкирип бәргән һәмдә сабит дамолламниң яшаш муһитини яхшилап бәргән. Шу күндин башлап, сабит дамоллам “қуран кирими” ни уйғур тилиға тәрҗимә-тәфсир қилишқа киришкән вә он айға йәтмигән вақитта тәрҗимә-тәфсирини толуқ тамамлиған.
Сабит дамоллам тәрҗимә хизмитини түгитип көп өтмәй, йәни 1941-йили 58 йешида, шең шисәйниң түрмисидә у аләмгә сәпәр қилған.
Абдухалиқ уйғур шеирлиридин талланмилар
Истимәс
Абдухалиқ уйғур
Әй нигар һиҗриңдә көңлүм интилишни истимәс,
Мән хитаб қилсам вәтәнгә интилишни истимәс.
От болаттим, толғинаттим, мән йенип чақмақлисам,
Әл еғир ятқуда болди һәм билишни истимәс.
“у узун, бу қисқа” дәп йүришиду безиләр,
Оғри тәгсә өйдә малға из тепишни истимәс.
Еһтият җани үчүн сән бир кеңәш бәрсәң әгәр,
Биз болурмиз дәп туруп иҗра қилишни истимәс.
Һаминиң әвладидин бири қуллуқта қалмиди,
Уйғур әвлади буни һәм сезишни истимәс.
Йәп зәһәр болди кесәл, әлвида! көптур хәтәр,
Миллитим җан чиқса һәм, давалинишни истимәс.
Башқилар көктә, деңизда үзди шох пәрваз қилип,
Бизгә кәлсә бир қотур ешәк минишни истимәс.
Излиди һума қушини күндә асманға қарап,
Издигәнләр башиға һума қонушни истимәс.
Миллитим тартқан азабқа көңүл қандақ чидиғай,
Әл-ғериб иңрайду, әмма тәвринишни истимәс.
Абдухалиқ қил субат, издә сиратәл мустәқим,
Бу субат барида дил вәйран кезишни истимәс.
1920-Йили турпан
Көрүнгән тағ йирақ әмәс
Абдухалиқ уйғур
Мәнзил мәқсәт узақ, тез маңмиди мингән улағ,
Таш қурамлиқта меңип, асқап ямақ болди ядап.
Азғинә бир истираһәтни қилай һасил десәм,
Һеч арам бәрмәс маңа төт тәрәптин ит қавап.
Гаһи охшармән муһит атласида бир кемигә,
Тағ кәби долқун ичидә хәс кәби һалим хараб.
Бир чөкүп бир чиқимән, тунҗуқуп бир тинимән,
Көрүнәр саһил қачан, дәп көзлирим кәтти қамап.
Һәққә бағлидим дилимни, ишқа салалмай тилимни,
Зоқлинип соқур йүрәк, миң парә қилсиму чанап.
Җан өлүм хәвпидә қалди, көзлиримдин янди от,
Өлмисәм ғази әгәр, өлсәм шеһитләрдин һесаб.
Еқи ақ, қариси қара, һәргизму ақ болмас қара,
Аҗрисун мистин таза алтун көйүп отта чидап.
Көргүлүкни көргүлүк я абдухалиқ өлгүлүк,
Иккиниң биригә турмақ, һәр җанға болсун шу хитаб.
1930-Йили