Улуғ алим һүсәйинхан тәҗәлли вә ана тил һәққидә тәйярланған әсәрләр
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә силәргә алди билән гәрчә нам - шәрипи бизгә анчә тонушлуқ болмисиму, 19 - әсирниң ахири, 20 - әсирниң башлиридики уйғур шеирийитиниң надир үлгиси, классик әдәбиятимиз билән йеқинқи заман әдәбиятимизни бир - биригә бағлиғучи шаир, әдәбият, пәлсәпә, дин илмигә даир көплигән мол мәзмунлуқ надир әсәрләр йезип қалдурған алим, ақ кесәл қатарлиқ кесәлләр үчүн 80 парчиға йеқин йәккә дорилар ретсепини қәләмгә алған даңлиқ тевип, өзиниң мол илми, вәтән ичи вә сиртидики һәдисләргә болған илмий тәҗрибиси вә вәзмин сөз - җүмлилири арқилиқ бәдөләт яқуб бәгни һаң - таң қалдурған, абдуқадир дамоллам, муса җаруллаһ қатарлиқ алим - өлималарға мәниви озуқ бәргән мәрипәтчи устаз, улуғ алим һүсәйинхан тәҗәлли һәққидә тохтилип өтимиз.
Мухбиримиз җүмә
2012.02.25
Андин алдинқи һәптә сәйшәнбә күни пүтүн дуня миқясида өткүзүлгән “ана тил күни” мунасивити билән ишләнгән авазлиқ әсәрни аңлитимиз. Ахирида “чәкләнгән әсәрләр сәһиписи” бойичә сөйүнгүл җанишиф ханим язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.