Яш демиди, демәс мойсипит

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.12
xoten-bazar-qeri-yash.jpg Хотән қарақаш наһийә базирида кетиватқан қери-яш уйғурлар. 2017-Йили сентәбир.
RFA/Abduweli Ayup

2014-Йили майниң ахирқи күнлиридин башлап камерларни уйғур мәһбуслар қаплап кәтти. Дәсләп киргәнләр ичидә яшлар көп иди.

Вақит өткәнчә оттура яш, яшанған һәтта ақ сақал кишиләрму камерларға солинишқа башлиди. Қамақта күни әң тәс болидиғини ашу мойсипитлар иди. Әтидин кәчкичә қетип диққәттә олтуруш, тил-һақарәт вә таяқлар билән болидиған мәһбуслуқ мәшиқи, сани чәкләнгән чоң кичик һаҗәт, анчә мунчә бикарлиқ “гөш” чиқип қалидиған “азаб шорписи” вә кечиләп нөвәттә турушларға җан тошимайтти. Болупму яшта чоң, һәрикәтлири әпсиз, көзлири нурсизлинип, хатириси аҗизлиған кишиләргә асан әмәс иди.

Шу күнләрдә һәр күни камерниң ишикидики роҗәктин бир бовайни сораққа елип меңилған һалда көрәттим. Бовай маңалмиса керәк, бир мәһбус йүдүп елип чиқип, йүдүп қайтуруп келәтти. Учисиға сериқ мәһбус кийими кийгән, чач, сақал пүтүнләй ақарған бу бовай маңа дадамни әслитәтти. Һәр қетим бовай сораққа елип меңилғанда кәйнидин қарап қалаттим вә қайтип кирмигүчә ичимни мүшүк тармилиғандәк биарам болаттим. Каридордики саәтниң тиллири тохтап қалғандәкла билинәтти. Бовайниң һалиға қарап дадамниң түгәп кетишидики һекмәтни чүшәнгәндәк болаттим. Дадамниң мушундақ күнләрни көрмәстә аллаһқа қайтқанлиқи көңлүмгә тәсәлли болатти. Шу дәмләрдә сорақ қилиниватқан бовай үчүн дуа қилаттим, “аллаһ бәндилиригә меһрибандур, һәммини билгүчи, һекмәт билән иш қилғучидур” дәп шүкүр ейтаттим.

Бир күни мән билән камердаш, қомушкөл (вейхулияң) тәрәптә тутулған абдурахманму сораққа елип меңилған бовайни көрүп, “һәй исит, ашу бовайғиму қол сапту, әҗәб чарисиз ярилип қаптуқ һә абдувәли ака! кичикимдә бу адәм маңа айәт өгәткән. Пәйғәмбиримизниң һекайилирини сөзләп бәргәнлиридә анамдин, пәйғәмбиримизму мушу адәмдәк көйүмчанмиди, дәп сориғиним һелиму есимдә!” деди маңа қарап пичирлап.

Униң ейтишичә бовай қомушкөлдики мәсчитниң алдида моздузлуқ қилаттикән. У әтраптики уйғур балилардин бовайниң қолида һәптийәк оқумиғини аз икән. Камердики тикқудуқлуқ (лудаванлиқ) иккийләнму бовайниң гепини аңлап бир биригә қаришип ләвлирини чишләшти.

Абдурахманниң дадиси кан вәқәсидә қаза қиптикән. У шу чағда бәш яшта болуп дадисиниң өлүм күнидә белигә ақ бағланғаннила әслийәләйдикән. У толуқсиз оттурида оқуватқан чағлирида мәһәллидә ақ чекиш әвҗ апту. Дәрәхләргә хройинкәшләр ишләткән шпирисларни санҗилип, һәтта чәкмигәнләрни ариға алмайдиған иш чиқипту. Шу чағларда бовай ақ чекидиған балиларға нәсиһәт қилип уларниң өйигә бирдин җайнамаз тарқитип бәргән икән.
-Мени шу бовай адәм қилған, деди абдурахман бир күни. - У күни мән кона адитим бойичә оюнчуқханида идим. Бовай маңа ләңмән әкирип бәрди вә ойнап болғанда қешиға чиқишимни ейтти. У муздәк моздузханида бармиқим марап қалған айиғимни ямиғач маңа-сән кимниң оғли, кимниң нәвриси биләмсән? сениң дадаң мушу кан районида биз хәқтин чиққан тунҗи инженер, боваң сопахун билән ақсуғичә соқуш қилип барған қәһриман. Мән боваңни көрмигән, әмма дадаң бәк дуа алған адәм, һәр күни иштин йенип өз өйигә кирмәй туруп қериғанда тул қалған момаңни йоқлайтти. Дадаң рәһмити боваңниң вәсийити билән та қаза қилғанға қәдәр қәшқәрдики туғқанлириға һәр йили бир машина көмүр әвәтип берәтти. Дадаң яш кәтти, анаң иштин қалған, икки сиңлиң техи кичик, сәнму мундақ күн нәдә кәч болса шу йәрдә йүрсәң қандақ болиду, дәп тәрбийә қилғанти. Һәй. . . Шу ғәйрәт қилғанчә оқуп кәттим, кадирлиқ имтиһандинму өтүп әмди қолумға мааш киргәндә. . .

Абдурахман һекайисини түгәтмәй турупла илһам дегән бир мәһбус гәпкә арилашти, -қилғанлири саңа ярисила яхши болмайду, “әһли сунни вәлҗамаә әқидиси” гә уйғун болса һесаб, у кишиниң бизгә өгәткини сапла бидәт әмәлләр, сопи болғач бизләргә бәк өчлүк қилатти, деди у қоллирини шилтип. Дәрһал орнумдин қопуп нери кәттим, адәттә бундақ диний муназирә хәтәрлик болғанниң үстигә көңүлсиз аяғлишатти. Униң үстигә камерида “һалал вә һарам” тоғрилиқ “лексийә” сөзләп балаға қалғиним ядимда иди.

Түңлүктин нәйзидәк чүшүп турған аптапқа қаридим. Бу әтияз киргәндин бери қамаққа чүшкән тунҗи қуяш нури иди. Абдурахманму йенимға келип түңлүккә қариди. У әсли хотәнгә хизмәткә чүшкән икән. Үрүмчигә тәрбийәләшкә келип мәһәллисидики бир сорунида тутулупту. Өй ахтурғанда компютерида бәшинчи июл вәқәсидә қаза қилған бир оқутқучисиниң рәсими байқалғанлиқи җинайәт болуп қапту.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.