`Азғун һеслар` намлиқ романниң уйғурчиси нәшрдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.06
2009.11.06

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу романниң оқурмән обекти яш өсмүрләр болуп, роман яш өсмүрләрни әхлақий җәһәттин тәрбийиләш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икән. Тонулған язғучи сиәбиһ атәш алпат ханим язған `азғун һеслар` намлиқ бу романни дилдар ханим уйғурчиға тәрҗимә қилған.
Униң ейтишичә, бу роман диний тәлим тәрбийә әркинлики болмиған уйғур яш өсмүрлири үчүн наһайити муһим икән. Китабни уйғурчиға тәрҗимә қилдуруп бастурған тәклимакан уйғур нәшрияти мәсули абдуҗелил туран әпәнди бу әсәрниң қиммити һәққидә тохтилип, 1980 - йиллардин бери уйғур диярида 100дин артуқ роман нәшр қилинғанлиқини бу романларниң көпигә динсизлик вә коммунист идийисиниң сиңдүрүлгәнликини, шуңа бу романниң бүгүнки күндики уйғур җәмийитидә муһим тәрбийивий рол ойнайдиғанлиқини ейтти.
У бу романниң тәклимакан уйғур нәшриятида нәшр қилинған тунҗи роман болуш алаһидиликигиму игә икәнликини ейтти.
Биз бу әсәр һәққидә техиму көп мәлумат елиш үчүн китабни уйғурчиға тәрҗимә қилған дилдар ханим вә тәклимакан уйғур нәшрияти мәсули абдуҗелил туран әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.