Дохтур назим қәмбири язған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр нәшрдин чиқти(2)

Өткәнки программимизда назимбек қасимҗан оғли қәмбири язған "уйғур таамлири" намлиқ әсәр һәққидә өзи билән елип барған сөһбитимизни аңлатқан идуқ.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.01.07
Nazim-Qembiri-kitap-305 Назимбек қасимҗан оғли қәмбири йазған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр ниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Дохтур назим қәмбири китабида, дохтур сүпитидә китабханларни уйғур таамлириниң асаслиқ ғизалири билән тонуштуруп, бәзи ғизаларни тәйярлаш усуллирини, тоғра ғизалинишниң пайда зиянлири вә ашпәзликкә аит аталғулар һәм озуқлиниш қаидилири һәққидә йетәрлик аммибаб саватларни оттуриға қойғанлиқини ейтқан иди.

Бүгүнки сөһбитимиздә, дохтур назим қәмбири уйғур таамлириниң тарихи, уйғур таамлириниң уйғур мәдәнийитидики орни, уйғур таамлири вә көктат дора-дәрманларниң исимлири һәққидики соаллиримизға җаваб бәрди?

Дохтур назим қәмбири соаллиримизға бәргән җавабида, тарихта өткән мәшһур кишиләрниң уйғур таамлири һәққидә дегәнлири һәққидә мәлумат бәргәндин башқа, уйғур таамлириниң уйғур өрники, муқами түркий тиллар дивани "қутатқу билик" кә охшашла муһим икәнликини, уйғурларни дуняға тонуштуруш үчүн уйғур таамлириниң интайин муһим икәнликиниму ейтти. У сөзиниң ахирида елип бериватқан тәтқиқатлири һәққидиму мәлумат бәрди. 

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу телефон зияритиниң давамини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.