Уйғур аяллириниң миллий дәвадики роли күчәймәктә
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.03.07
2012.03.07
Youtube.com Дин елинди.
Җәмийәттә һәм дуняда йүз бериватқан өзгиришләр уларниң аң-сезимиға, болупму сиясий сәвийисиниң өсүшигә күчлүк тәсир йәткүзмәктә. Анилар авази барғансери күчийип, көпчиликтә миллий ғурур, вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик сезимлириниму ойғатмақта.
8-Март хәлқара ханим-қизлар күни пәқәтла көпчилик үчүн байрамла әмәс, бәлки һәм өз хәлқи үчүн қурбан болған қәһриман аялларни яд етиш, шундақла хәлқи, вәтини йолида һармай-талмай әмгәк қиливатқан һәм күрәш елип бериватқан ханимларға һөрмәт билдүрүш күнидур.
Радиомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийи әзаси аминәм турғун һаҗим қизи уйғур аяллириниң бүгүнки паалийити һәққидә тохталди.