' Хитайдин сүргүн қилинған уйғурлар ' намлиқ китаб японийидә 2008 - йиллиқ алаһидә мукапатқа еришкән

Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә арқа арқидин китаблар нәшир қилинмақта. японийидә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан японийә мәркизий университети оқутқучиси мизутани наоко ханим язған "хитайдин сүргүн қилинған уйғурлар" намлиқ китаб 2007 - йили 10 - айниң 20 - күни японийиниң токйо шәһридә нәшир қилинған иди.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.10.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Naoko-Rabiye-Kitap--305.jpg Йапонийә мәркизий университети оқутқучиси мизутани наоко ханим йазған рабийә ханим вә уйғурлар тоғрисидики китапниң муқависи.
Courtesy of Mizutani Naoko / Author of the Book

Бу китаб 2008 - йили японийидә нәшир қилинған милйонларчә китаб арисидин таллинип алаһидә мукапатқа мувапиқ көрүлгән.

Бу японийидики күндилик хәвәр гезити билән асия тәтқиқатлири тәсис қилған мукапат болуп, бу йил бир әсәр алтун, қалған 3 әсәр болса алаһидә мукапатқа еришкән.

Мукапатқа еришкән әсәрләрниң һәммиси хитай дөлитиниң мәсилилири һәққидә йезилған болуп, алтун медалға еришкән әсәр тәйван мәсилиси һәққидә, алаһидә мукапатқа еришкән әсәрләрдин бири мизутани наоко ханим язған "хитайдин сүргүн қилинған уйғурлар" намлиқ китаб, йәнә бири болса хитайниң һазирқи иқтисадий әһвали намлиқ китаб, үчүнчи әсәр болса хитайларниң һазирқи вәзийити һәққидики китаб икән.

Бу мукапатқа еришкән әсәрләрниң тизимлики 10 - айниң 4 - күни елан қилинған болуп, мукапат 11 - айниң 13 - күни рәсми мурасим билән тарқитилидикән.

Биз бу мукапат һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китабниң аптори мизутани наоко ханим вә японийидики уйғур зиялиси мурат әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.