' Көзлиримдә мүгдәйду қуяш' намлиқ шеирлар топлими истанбулда нәшрдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.08
2009.10.08
RFA Photo / Erkin Tarim
Туйғун абдувәли 1974 - йили 11 - айниң 27 - күни ақсу вилайити кәлпин наһийиси юрчи йезисида туғулған. 1987 - Йили 8 - айниң 11 - күни ақсу гезитидә "устазим" намлиқ шеириниң елан қилиниши билән әдәбий иҗадийәткә киришип кәткән туйғун абдувәли, та 1992 - йили түрмигә қамалғичә болған арилиқта 300 парчә шеири, 50 парчиға йеқин һекайә вә обзори елан қилинған.
Бу әсәрлири хәлқ арисида мәлум дәриҗидә тәсир қозғиған. 1992 - Йилидин 1996 - йилиғичә үрүмчи биринчи түрмидә қамалған туйғун абдувәлиниң у йилларда иҗадийити тамамән тохтап қалған иди.
1998 - Йилидин башлап қайтидин қолиға қәләм елип йезишқа башлиған яш шаир туйғун абдувәли, 2003 - йили вәтинидин айрилип, пакистан түркийә қатарлиқ әлләрдә сәргәрдан болуп йүрүп, 2004 - йили 12 - айниң 21 - күни канаданиң торонто шәһиригә келип олтурақлашқан. У һазир әдәбий иҗадийитини канадада давам қилдурмақта.
Шаирниң иҗадийити вә шеирлар топлими һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн шаир туйғун абдувәли билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.