Хитай даирилири уйғурларға қарита “бәшни етирап қилиш” ни давамлиқ күчәйтишни тәкитлигән
2021.07.26
Хитайниң уйғур аптоном районлуқ парткоми 25-июл йиғин чақирип, “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблинип келиватқан хитайниң “шинҗаң сиясити” дә өзгириш болмайдиғанлиқидин бешарәт берип, уйғурларға қарита “бәшни етирап қилиш” ниң давамлиқ күчәйтилишини тәләп қилған.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, йиғинда йәнә милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләшни “бөлгүнчиликкә қарши туруш тәрбийәси” билән бирләштүрүп, хитай компартийәсиниң “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш пилани” ни омумйүзлүк иҗра қилиш, иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминлик нишанида қәтий чиң туруш” тәкитләнгән.
Мәзкур йиғин хитай рәһбири ши җинпиң өткән һәптә туюқсиз тибәтни зиярәт қилип арқидинла чақирилған. Ши җинпиң тибәт зияритидә тибәтликләрни компартийәгә әгишишкә чақирғаниди. “шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, юқириқи тәләпләр уйғур аптоном районлуқ парткомниң ши җинпиңниң тибәттә қилған сөзи, кәлкүндин мудапиә көрүш вә йезиларда “обурни инқилаби” елип бериш тоғрисидики сөзлирини өгиниш йиғинида оттуриға қоюлған.
Ши җинпиң тибәтни зиярәт қилишниң алдида хитай компартийәси сиясий бюросиниң даимий әзаси, “шинҗаң хизмити рәһбәрлик гурупписи” ниң башлиқи ваң яң ақсуда 7-нөвәтлик “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмәт йиғини” чақирған. У йиғинда “шинҗаң” ға селинмини көпәйтидиғанлиқи тоғрисида сигнал бәргән иди.
“шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, йиғинда шинҗаңдики милләтләр мәсилисини “милләтләр иттипақлиқи тәрәққият тәшвиқати, сотсиялистик ядролуқ қиммәт қариши тәрбийәси, вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси, бөлгүнчиликкә қарши туруш тәрбийәси, марксизмлиқ дөләт қариши, тарих қариши, милләт қариши, мәдәнийәт вә дин қариши билән бирләштүрүш”, “бәшни етирап қилишни давамлиқ күчәйтиш” тәкитләнгән.