Дуня җамаити алма ширкитигә очуқ мәктуп йоллиди
22-Декабир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики 154 тәшкилат алма ширкитиниң баш иҗраийә рәиси тим кукқа очуқ мәктуп йоллап, уларниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан мәҗбурий әмгәккә тутқан муамилисини тәнқидлиди.
Бирләшмә мәктупни тәйярлашқа уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар қатарлиқ һәр саһәдикиләр қатнашқан болуп, униңда “биз алма ширкитиниң өзлири елан қилған кишилик һоқуқ сияситигә әмәл қилишини үмид қилимиз” дейилиду. Шундақла бундақ бир сиясәтни елан қилип қоюш биләнла иш пүтмәйдиғанлиқи, әксичә буниңға яриша әмәлий һәрикәтниң болуши лазимлиқи әскәртилиду.
Мәктупта алаһидә йәр алған “ишғалийәт астидики тибәт, шәрқий түркистан вә хоңкоң қатарлиқ җайлардики зулумлар, болупму үч милйончә уйғурниң лагерларға қамилиши мәлум болуватқанда алма ширкитиниң хитайдики мәҗбурий әмгәкни инкар қилиши адәмни бәкму әпсусландуриду” дегән қурлар һәрқайси ахбарат васитилириниң күчлүк диққитини қозғиди.
Мәлум болушичә, алма ширкити изчил “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ни мақуллашқа қарши чиқиватқан болуп, техи йеқинда америка дөләт мәҗлисидә бу иш үчүн пай-петәк болған иди.