Кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида америка хитайниң дөләт һалқиған бастурушини әйиблигән
2023.09.21
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдики 54-қетимлиқ йиғинида америкалиқ вәкил хитайниң дөләт һалқиған бастурушини әйиблигән.
Амирикалиқ вәкил сөзидә мундақ дегән: “хитай хәлқ җумһурийити өзиниң чеграсидин һалқип, шәхсләрни тутқун қилмақта яки һөкүмәтләрни бу шәхсләрни хитайға қайтуруп беришкә мәҗбурлимақта. . . Дөләт һалқиған бастуруш васитиси болған бу услуб инсанларниң кишилик һоқуқи вә бир дөләтниң игилик һоқуқи үчүн елип ейтқанда, чоңқур әндишә пәйда қилидиған әһвал.”
Америкалиқ вәкил сөзидә йәнә, хитайниң кишилик һоқуқ адвокатлири, етник аз санлиқлар вә башқиларниң дөләт һалқиған бастурушниң зийиниға учраватқанлиқини, хитайға мәҗбурий қайтуруп келингән кишиләрниң ғайиб қилинғанлиқиниму әскәрткән.
Йиғиндики хитай вәкил буни рәт қилған. У сөзидә “хитайниң мәҗбурий ғайиб қиливетишкә қарши икәнлики вә хитайниң қанун билән идарә қилинидиған бир дөләт икәнлики” ни илгири сүргән. У йәнә мундақ дегән: “биз американиң бу сөзлиригә қәтий қарши туримиз”.
Америкадики “әркинлик сарийи”, хитайниң дөләт һалқиған бастуруши һәққидики әң йеңи доклатида, хитайниң һазир 53 дөләттә аз дегәндә 102 ташқий ишлар мулазимәт понкити қурғанлиқи, хитайниң сақчи органлириға охшаш мулазимәт қилидиған бу орунларниң башқа дөләтләрниң игилик һоқуқини дәпсәндә қилипла қалмай, у йәрдә яшаватқан хитай пуқралирини қайтуруп елип кетип сораққа тартқанлиқини ашкарилиған иди.
Хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған бастуруши америкадики дөләт мәҗлиси әзалири күчлүк диққәт қилидиған бир мәсилигә айланмақта.