Б д т әмәлдари б д т ниң уйғурлар һәққидики доклатиниң хитайға берилидиғанлиқини билдүргән
2022.04.29
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң бир әмәлдари б д т ниң тәйярлиған уйғурлар һәққидики доклатиниң хитайға берилидиғанлиқини билдүргән. Америкадики “CNS хәвәрлири” намлиқ тор бекитиниң хәвәр қилишичә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң баянатчиси лиз труссел 28-апрел доклатниң алди билән хитайға көрситилиши керәкликини ейтқан. Хәвәрдә лиз трусселниң “ишхана тәрипидин тәйярланған башқа доклатларға охшаш хитай буниңға алақидар дөләт болуш сүпитидә һөкүмәтниң өз қаришини ипадилиши яки илгириләп учур билән тәминлиши үчүн доклат униңға вақтида сунулиду” дегән.
Лиз труссел бу сөзләрни хәлқара җәмийәт б д т кишилик һоқуқ али комиссарияти ишханисиниң тәйярлиған уйғурлар һәққидики доклатини тезрәк елан қилишни тәләп қиливатқан бир вақитта ейтқан. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң ишханиси өткән йили 11-айда радийомизға бәргән учурида доклатниң пүтүп болғанлиқини билдүргән, әмма қачан елан қилинидиғанлиқини ейтишни рәт қилған. Шуниңдин кейин бачелетниң ишханиси доклатниң йеқин арида елан қилинидиғанлиқини бир қанчә қетим тәкитлигән болсиму, бирақ һазирға қәдәр кечиккән.
Бачилет бу йил 3-айниң башлирида хитай билән уйғур елини зиярәт қилиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини елан қилип, доклат зиярәттин кейин елан қилинамду, дегән соалларни пәйда қилған иди. “CNS хәвәрлири” ниң ейтишичә, лиз труссел бу зиярәттә бачилет вә кишилик һоқуқ алий комиссарияти ишханисиниң “хитай даирилири билән бирқатар ички, район характерлик вә йәршари кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә диалогда болидиғанлиқи” ни ейтқан. Буниң алдида американиң б д т да турушлуқ әлчиси линда томас гренфелт бачелетниң доклатни елан қилишқа чақирғаниди.