Бир нәпәр уйғур чаңға тейилиш маһири бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишидикән
Уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт билән әйиблиниватқан хитай һакимийитиниң саһибханлиқидики 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишидиған хитай тәнтәрбийичиләр арисида бир нәпәр уйғур маһирниң барлиқи мәлум.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” ниң тарқатқан хәвиригә қариғанда, бу уйғур тәнтәрбийә маһириниң исми дилнигар илһамҗан болуп, бу йил 20 яшта икән. У 2017-йили хитай дөләтлик командисиға талланғандин кейин, үч йил норвегийәдә тәлим алғанлиқи мәлум. Дилнигар илһамҗан бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисида далада чаңға тейилиш түри бойичә мусабиқигә қатнишидиған болуп, у 11-айда өткүзүлгән бир хәлқаралиқ мусабиқидә чимпийонлуққа еришкән икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, дилнигарниң дадиси илһамҗанму 1980-йиллардики чаңға тейилиш маһири болуп, 1993-йили хитай бойичә өткүзүлгән қар тейилиш мусабиқисдә 3-болған икән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә хитайға вакалитән қатнишидиған маһирларниң 5 нәпири уйғур елидин талланған икән. Дилнигардин башқа йәнә икки нәпәр қазақ, бир нәпәр қирғиз вә бир нәпәр хитай маһири бар икән. Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә бу қетимлиқ қишлиқ олимпиккә қатнишидиған тәнһәрикәтчиләр ичидә йәнә икки нәпәр тибәт маһириниңму барлиқи қәйт қилинған.
Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәрәпдарлири хәлқаралиқ олимпик комитетини, олимпик мусабиқисини хитайға охшаш ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан бир һакимийәткә бериш арқилиқ мусабиқигә қатнишидиған дөләтләр һәм тәнтәрбийәчиләрни зулумға шерик болушқа мәҗбурлиди, дәп әйибләп кәлмәктә.