Чен чуәнго “хитай мәркизий йеза хизмити рәһбәрлик гурупписи” ниң муавин гуруппа башлиқлиқиға тәйинләнгән

Мухбиримиз әзиз
2022.06.15

Хитай һөкүмити башқуришидики шинхуа агентлиқиниң 14-июндики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари чен чуәнго хитай “мәркизий йеза хизмити рәһбәрлик гурупписи” ниң муавин гуруппа башлиқи сүпитидә шу күни чақирилған мәзкур гуруппиниң сөһбәт йиғиниға риясәтчилик қилған һәмдә сөз қилған.

“йеңи ера” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, чен чуәнго бу йил 67 яшқа киргән болуп, хитай “мәркизий йеза хизмити рәһбәрлик гурупписи” ниң биринчи қол башлиқи нөвәттә хитайниң муавин баш минстири болуватқан ху чүнхуа икән. Чен чуәнгониң бу қетимқи вәзиписи һәққидә сөз қилған хитай зиялиси ху пиң: “буниңдин қариғанда, чен чуәнго 2022-йилиниң ахири чақирилидиған 22-қурултайда хитайниң алий рәһбәрлик қатлимидин орун алалмаслиқи мумкин,” дегән.

“икки қоли милйонлиған уйғурниң қени билән боялған җаллат” дәп қариливатқан чен чуәнго 2021-йили декабирда бейҗиңға елип кетилгәндин кейин, униң қайси орунға вәзипигә тәйинләнгәнлики бир сир болуп кәлгән иди. Шинхуа агентлиқиниң бу хәвири өткән йилидин буян исми хитай таратқулиридин өчкән чен чүәнгониң әң йеқинқи әһвалини ашкарилиған. Хитай компартийәсиниң уйғур аптоном районида елип барған йоқури бесимлиқ дөләт терорлуқиниң иҗрачиси болған чен чүәнгониң хитай мәркизигә елип кетилип, “мәркизий йеза хизмитигә рәһбәрлик қилиш гурупписи” дин ибарәт йеза-игиликигә даир бир орунниң муавин башлиқи қилип қоюлуши, кишиләргә әйни вақитта “шинҗаң падишаһи” дәп аталған җаллат шең шисәйниң 1944-йили 9-айда гоминдаң һөкүмити тәрипидин чоңчиңға елип кетилип, деһқанчилиқ-орманчилиқ министирлиқиниң министери қилип қоюлғанлиқини әсләтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.