Әнәс кантәр NBA ниң украинаға көңүл бөлүп, хитайға сәл қариғанлиқини әйиблигән
2022.03.09
Хитайда өткүзүлгән 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң алдида хәлқара олимпик комитети хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шунчә көп чақириқ вә намайишлириға қаримай “тәнтәрбийәни сиясийға арилаштурмаймиз” дегән баһанә билән хитайни қоллиғаниди. Һалбуки, хитай һөкүмити бу олимпик мусабиқисигә сиясийни арилаштуруп, хәлқара олимпик комитетиниң икки йүзлимичиликини ашкарилиди. Буниңға охшаш вәқәләр хәлқара тәнтәрбийә саһәсидә пат-пат көрүлмәктә.
8-Март күни америкадики таратқу тәтқиқат мәркизи (MRC) торида елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, әнәс кантәр америка васкетболчилар бирләшмиси NBA ниң украинаға көңүл бөлүп, хитайға давамлиқ сәл қараватқанлиқини билдүргән.
Әнәс кантәр бу йил 2-айда NBA ниң әң чоң базири болған хитайни ғәзәпләндүргәнлики үчүн командидин чиқириветилгәниди. У бу қетим бостон командисидики сәпдиши вә тренериниң украинани қоллап чүшкән рәсимини көрүп, тивиттерда “сахтипәзләр! мән силәрниң украинаниң гербини тақап уларға мәдәт бериватқиниңларни көрдүм. Мәнму сүрийәликләр, афғанлар, уйғурлар, хоңкоңлуқлар, тибәтләр, тәйвәнликләрниң кишилик һоқуқини қоғдаш керәкликини дәп келиватимән, әмма буларға кәлгәндә силәр немишқа гәп қилмайсиләр, русийәдин мәнпәәт кәлмигәнлики үчүн украинани қоллаватамсиләр?” дәп әйиблигән.
Мақалидә билдүрүлүшичә, америка васкетбол бирләшмиси (NBA) хитайдин мәнпәәт көрүватқан вә америка мунасивәтлириниң яхшилинишиға һәссә қошуватқан тәнтәрбийә гуруһи һесаблинидикән. Униң русийәдә хитайдикигә охшаш мәнпәәти болмиғанлиқи вә русийәдин қорқмиғанлиқи үчүн украинани қоллиған, әмма хитайдики әшәддий зораванлиққа, тәнһәрикәт кийимлири ишләпчиқириш үчүн уйғурларни қул қилип ишлитиштәк қәбиһ қилмишлириға пәрва қилмас һалға кәлгән.