Әнглийә парламенти күнтахта мәһсулатлириға “қул әмгики” арилашмиған болушини тәләп қилди
2023.09.05
Әнглийә парламенти ташқи ишлар алаһидә комитети әзалири йеқинда “енергийә қанунини түзитиш лайиһәси” ни оттуриға қойған болуп, униңда чоң типтики күнтахта мәһсулатлириға “қул әмгики” ниң арилашмиған болушини испатлаш тәләп қилинған. Әгәр әнглийәниң нөвәттики һөкүмәт министирлири бу қанун лайиһәсини рәт қилса, әнглийә уйғур районидики мәҗбурий әмгәк мәһсулати болған күнтахтиларни төкмә қилип сетиш дөлитигә айлинидикән.
Әнглийә “муһапизәтчи” ториниң 3-сентәбир күни бәргән хәвиригә асасланғанда, “енергийә қанунини түзитиш лайиһәси” 9-айниң 5-күни музакирә қилинидикән. Әнглийә парламенти ташқи ишлар алаһидә комитетиниң рәиси әлисия кернис (Alicia Kearns) вә мәзкур комитетниң 7 нәпәр әзаси оттуриға қойған бу қанун лайиһәсидә, “чәт әлниң һәр қандақ ул әслиһә қурулуши ширкити ток миқдари 500 мегаваттин юқири күнтахта мәһсулатлири яки күнтахта проҗектини әнглийәгә киргүзмәкчи болса, өзлириниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи йоқлуқини испатлап берәлмисә, әнглийә пилан вә назарәт идариси уларни чәкләйду” дейилгән.
Әнглийә парламенти ташқи ишлар алаһидә комитетиниң рәиси әлисия кернис мундақ дегән: “биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи һәққидә сөзләштуқ. Һөкүмәтниңму әмди қаттиқрақ гәп қилидиған вақти кәлди. Улар бу қетим ‛енергийә қанунини түзитиш лайиһәси‚ ни мақуллаш арқилиқ, дөләтниң муһим ул әслиһә қурулушиниң очуқ-ашкара болуши вә мәҗбурий әмгәкниң тәсиригә учримиған болушиға капаләтлик қилса болиду” .
Мәлум болушичә, уйғур райони һазир күнтахта мәһсулатлириниң һалқилиқ хам әшяси болған киристаллиқ силитсий базиси болуп, дуня омумий записиниң 35 пирсәнтидин 40 пирсәнтигичә игиләйдикән.