Бир қисим дөләт рәһбәрлири хаңҗуда өзара учрашти
2016.09.04
Г20 дөләт алий рәһбәрлири йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән бир қисим дөләт рәһбәрлири айрим учришишларни өткүзгән болуп, 3 - сентәбир күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң хаңҗу “шиху” дөләт меһмансарийида америка президенти барак обама билән көрүшти.
Икки дөләт башлиқи хитай - америка мунасивити вә ортақ көңүл бөлидиған зор хәлқара, район мәсилилири үстидә пикир алмаштурған.
Обама билән ши арисидики сөһбәт үч йерим саәттин артуқ вақит давамлашқан.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бу қетим америка билән хитай париж килимат келишимини рәсмий тәстиқлиған болуп, икки дөләт президенти г20 дөләт йиғинида париж келишимини тәстиқлиғанлиқини җакарлиған.
Түркийәниң т р т радиосиниң йезишичә, йиғин җәрянида түркийә президенти әрдоған америка президенти обама, хитай дөләт рәиси ши җинпиң, русийә президенти путин қатарлиқлар билән айрим сөһбәтләшкән. Болупму, әрдоған билән обама учришишида сүрийә, “фират қалқини һәрикити” вә террор мәсилилири музакирә қилинди. Әрдоған 15 - июл һәрбий өзгириш һәққидә тохтилип, мәзкур сиясий өзгиришни қозғаш билән әйибләнгән фәтулла гүләнни қайтуруп келиш мәсилисини тәкитлигән.
Президент әрдоған йәнә хитай дөләт рәиси ши җинпиң биләнму айрим сөһбәт өткүзгән болуп, бу қетим түркийә билән хитай арисида енергийә, ядро енергийиси, ғазиантеп яңиқини хитайға експорт қилишқа аит бир қисим келишимләр имзаланған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, г20 дөләт йиғини ечилиш җәрянида, йәкшәнбә күни йәнә америка дөләт ишлири министири җон керри билән русийә ташқи ишлар министирлири сергей лавроф хаңҗуда учришип, сүрийәдә уруш тохтитиш келишимигә аит мәсилиләрни музакирә қилған.