Уйғур композитор гүлдияр тәңритағли “әң яхши телевизийә тиятири музикиси” мукапатиға еришти
2024.09.12
Тонулған уйғур музикант вә композитор гүлдияр тәңритағли түркийәдики нопузлуқ җәмийәтләрдин болған “филим санаити вә сәнәтчиләрни күчәйтиш фонди җәмийити ( Film-San) тәрипидин тарқитилған “филим вә телевизийә тиятири мукапати” ға еришкән.
Гүлдияр тәңритағли бу мукапатни телевизийә тиятири музикиси түри бойичә алған болуп, униң “яли чапқини” намлиқ қисимлиқ телевизийә тиятири үчүн ишлигән музикиси “әң яхши телевизийә тиятири музикиси” болуп баһаланған.
Гүлдияр тәңритағли түркийәдики “стар телевизийәси қанили” да тарқитиливатқан даңлиқ телевизийә филими “яли чапқини” (Yalý Çapkýný) ниң музика композитори болуп, бу телевизийә тиятири һәм вәқәлики һәм артислири һәм бир-биридин ләрзан музикилири билән күчлүк алқишқа еришкән иди.
5 яш вақтида аилисидикиләр билән түркийәгә келип йәрләшкән гүлдияр кичикидин башлап пиянино дәрси елишқа башлиған. У түркийәдики мимар синан гүзәл-сәнәт университетини пүттүргәндин кейин, австрийәгә берип мозарт салзбург университетиниң оркестир пианино кәспидә магистирлиқ унваниға еришкән.
У оқуш җәрянида австрийә вә түркийәдә нурғун консертларни бәргән. Гүлдияр австрийәдә сәккиз йил оқуғандин кейин түркийәгә қайтип кәлгән.
Гүлдияр тәңритағли һазирғичә түркийәдә көплигән филим вә қисимлиқ телевизийә тиятирлириниң музикилирини ишлигән болуп, “аччиқ алма”, “бабам”, “шаһанә һаятим” вә “яли чапқини” қатарлиқлар булардин ичидики пәқәт бир қанчиси болуп һесаблиниду. Униң йәнә “рахманиноф анатолиян проҗекти” вә “мулһәм” намлиқ CD пиластинкилириму түркийәдә базарға селинип алқишқа еришкән.