Америка кеңәш палата әзаси дик дурбин гүлшән аббас қатарлиқ хитай түрмисидики тутқунлар мәсилисини оттуриға қойған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.05.22

Америка кеңәш палата әзаси дик дурбин (Dick Durbin), америка ташқи ишлар министири антони билинкендин наһәқ тутқун қилинип хитай түрмисидә йетиватқан гүлшән аббас қатарлиқ тутқунларни қутқузушини тәләп қилған.

Америка кеңәш палата әзаси дик дурбинниң X тә 2024-йили 5-айниң 22 күни елан қилған ведийолуқ учурға асасланғанда, дик дурбин гүлшән аббас делосини қайта күнтәртипкә елип келип, америка ташқи ишлар министири антони билинкендин хитайда гүлшән аббас қатарлиқ хитай түрмисидә наһәқ йетиватқан тутқунларни қутқузушни тәләп қилған.

Дохтур гүлшән аббас 2018-йилниң ахирлирида тутқун қилинип, хитай даирилири тәрипидин “террорлуқ һәрикити уюштурушқа қатнишиш, униңға ярдәм қилиш вә иҗтимаий тәртипни қалаймиқан қилиш” билән әйибләнгән, шундақла 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум болған иди.

Гүлшән аббасниң америкадики қизи зиба мурат анисиниң делосини америка ташқий ишлар министири билинкенниң сәмигә салған америка кеңәш палата әзаси дик дурбинға X тә алаһидә рәһмәт ейтқан.

Мәлумки, 2017-йилидин буян хитайниң уйғур диярида елип барған зор көләмлик тутқунида миңлиған уйғур сәрхиллири, шу җүмлидин халмурат ғопур, ташполат тийип, ялқун рози, пәрһат турсун, абдуқадир җалалидин, қурбан мамут, раһилә давут, арслан абдулла, аблиз орхун қатарлиқ атақлиқ билим адәмлири тутқун қилинған вә узун муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинған иди.

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң 43 нәпәр әзаси 2024-йили 8-март күни америка ташқи ишлар министири билинкен билән американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси линда томас гренфилд ханимға имзалиқ мәктуп йезип, хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ тутқун қилинған уйғурларниң, җүмлидин хитай түрмисидики гүлшән аббас, камилә ваһит, қурбан мамут, әхмәтҗан җүмә қатарлиқ тутқунларниң қоюп берилиши үчүн хитайға ашкара бесим ишлитишини тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.