Хотән шәһиригә қарашлиқ арғол кәнтидә 2 сақчи өлтүрүлгән
2014.04.17
14-Апрел, хотән шәһириниң лаской йезисиға қарашлиқ арғол кәнтидә һиҗаплиқ 2 уйғур аялға зораванлиқ қилған 2 нәпәр ярдәмчи сақчи өлтүрүлгән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, дүшәнбә күни саәт 6 ләрдә, 2 нәпәр ярдәмчиси сақчи һиҗаплиқ 2 нәпәр уйғур аялни тохтитип, улардин һиҗапни чиқиришни тәләп қилған, бирақ аяллар сақчиниң буйруқини кишилик әркинликкә қилинған йолсизлиқ дәп қарап рәт қилған.
Дилшат ришит, ярдәмчи сақчиларниң буниңлиқ билән тохтап қалмиғанлиқини, улар бу 2 аялни тәқиб қилип, өйигә қәдәр әгишип барғанлиқини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, сақчиларниң һәрикити аилә башлиқлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Икки тәрәп арисидики талаш-тартиш нәтиҗисидә, 2 нәпәр әр өй игиси бу 2 сақчини пичақлап өлтүргән.
Дилшат ришит, уйғур илидики нурғун қанлиқ вәқәләрни сақчиларниң бу хил зораванлиқ һәрикити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини агаһландуруп, даириләрни пуқраларниң диний әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирди.
Дилшар ришитниң билдүрүшичә, вәқәдин кейин бу 2 киши қечип кәткән. Даириләр икки һиҗаплиқ аялни қолға алған һәм вәқә йүз бәргән районни қамақ қилған. Қечип кәткән 2 уйғурниң исми һазирғичә ениқ әмәс. Йәрлик даириләр бундақ бир вәқә йүз бәргәнликини дәлиллимиди. Лекин дилшат ришит, йәрлик даириләрниң қечип кәткән 2 киши һәққидә тутуш буйруқи чиқарғанлиқини билдүрди.