Илһам тохти уйғур ели даирилириниң хәтәрлик иш қиливатқанлиқини агаһландурди
2013.11.28
Җуңго мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, өктичи зиялий илһам тохти уйғур елидики алий мәктәп рәһбәрлириниң йеқинда қилған сөзлирини тәнқидләп, “шинҗаң даирилириниң хәтәрлик иш қиливатқанлиқи” ни агаһландурди.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районидики алий мәктәп рәһбәрлириниң йеқинда ечилған бир қетимлиқ йиғинида, алий мәктәпләрдә сиясий интизам, миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәшни күчәйтиш тәкитлинип, сиясий җәһәттә лаяқәтсиз оқуғучилар мәктәп пүттүрүшкә болмайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Йиғинда қәшқәр педагогика институтиниң партком секретари шу йүәнҗи сөз қилип, сиясий җәһәттә лаяқәтсиз алий мәктәп рәһбири кадирлири вә оқутқучилар қанчилик иқтидарлиқ болушидин қәтий нәзәр, чоқум тәртипкә селиниши керәк. Оқуғучилар қанчилик әлачи болушидин қәтий нәзәр, һәргиз мәктәп пүттүрүшкә болмайду, дегән.
Шинҗаң педагогика университетиниң мудири вәли барат, оқуғучилар диний кийим кийиш, роза тутуштәк диний хаһишқа йол қоймаслиқни тәкитлигән.
Илһам тохти германийә долқуни радиосида қилған сөзидә, даириләрниң уйғур ели вәзийитигә хата һөкүм қиливатқанлиқини әскәртип, бу хил кона мәнтәқә вә тәпәккур ниң ақмайдиғанлиқини билдүргән. Интернет тәрәққий қилған бүгүнки күндә, даириләрниң идийә вә сөз әркинликини контрол қилиш арқилиқ муқимлиқни сақлаш пикри күлкилик, дегән.