Зимбабве диктатори мугаби бу йил куңзи тинчлиқ мукапати билән тартуқланди

Мухбиримиз ирадә
2015.10.22

Хитайниң “куңзи тинчлиқ мукапати” ға бу йил зимбабве президенти мугаби лайиқ көрүлди. Мугаби ғәрб демократик дөләтлири вә кишилик һоқуқ органлири тәрипидин әң залим диктаторларниң бири, дәп әйиблинип келиватқан шәхс.

“нюйорк вақти” гезитиниң ейтишичә, мугаби 1980-йили зимбабведа һоқуқни қолға алғандин кейин сүрәт билән диктаторилиқ түзүмини шәкилләндүрүп, өктичи авазларға зәрбә бәргән. У башқа демократик риқабәтчилирини вә уларниң яндашлирини җимиқтурушта васитә таллимай, уларға қарита зораванлиқ, тәһдит вә өлтүрүш усуллирини қолланған. Униң үстигә роберт мугаби йүргүзгән иқтисадий сиясәтму мәғлуп болуп, зимбабведа пул пахаллиқи вә кәмбәғәллишишкә йол ачқан.

Әмма “куңзи тинчлиқ мукапати” баһалиғучилири болса мугабиниң зимбабведа сиясий вә иқтисадий муқимлиқ яритип, африқида тинчлиқ бәрпа қилишқа зор төһпә қошқанлиқини илгири сүргән.

“куңзи тинчлиқ мукапати” хитай тәрипидин 2010-йили нобел тинчлиқ мукапатиға қарши қурулған. У тәсис қилинғандин буян русийә президенти путин, кубаниң сабиқ президенти фидәл кастро қатарлиқлар бу мукапат билән тартуқланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.