Майк галлагер рим папаси франшисни хитайдин қорқмаслиққа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.10.06

 Америка авам палата әзаси, авам палатасиниң хитай истратегийәлик риқабәт комитети рәиси майк галлагер, 5-өктәбир “вашингтон почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, рим папаси франшисни хитайдин қорқмаслиққа,  уйғурлар учраватқан қирғинчилиқ вә хитайдики башқа хәлқләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини қорқмай тилға елишқа чақирған. Майк галлагерниң “қорқмаң: дуня папа франшисниң хитайдин қорқмаслиқиға моһтаҗ” мавзулуқ бу мақалиси, бу һәптә  дуняниң һәр қайси җайлиридики католик епископлири ватиканға топлинип, папа билән музакирә вә мәслиһәттә болидиған бир вақитта елан қилинған. Майк галлагерниң тәкитлишичә, ватиканға йиғилғанлар сабиқ рим папаси, мәрһум папа җон паулниң хитай компартийәси билән болған мунасивәттики қорқмас роһини өрнәк елиши керәк икән.

 Майк галлагер папа франшисниң йеқинда моңғулийәгә қилған зияритидә хитайдики католикларни “яхши хиристиян, яхши пуқра болуш” қа чақирғанлиқи, лекин униң хитай һөкүмити елип бериватқан диний бастурушларни тилға алмиғанлиқини тәнқидлигән. Майк галлагер мундақ дегән:“ франшис хитай һөкүмитиниң диний бастуруш елип бериватқанлиқини, шинҗаңда мутләқ көпчилики мусулман болған уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини, тибәттики мәдәнийәт вәһшийликини, тилға алмиған. У демократийәни қоллиғини үчүн җазаланған хоңкоңлуқ католик нәшриятчи җимей ләйни қоюп беришкә чақирмиди. У хитай компартийәсигә қарши чиққанлиқи үчүн қолға елинған кардинал җосеф зенни ақлашни тәләп қилмиди”.

Майк галлагер мақалисидә йәнә “шүбһисизки, 2-дуня урушидин бери етник-диний аз санлиқларға қаритилған кәң көләмлик тутқун шинҗаңда йүз бәрмәктә. Лекин хитай компартийәси һәр күни ялған сөзләватиду. Әгәр бу ватиканниң тәнқид қилишиға әрзимисә йәнә қандақ иш әрзийду?” дәп көрсәткән. Папа франшис 1-өктәбирдин башлап моңғулийәдә тарихи зиярәттә болған. Папа франшис, ватикан-хитай мунасивити начарлишип хитай ватикан билән 2018-йили имзалиған келишимгә хилаплиқ қилиш билән әйиблиниватқан бир вақитта моңғулийәни зиярәт қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.