Сабиқ мисир президенти мубарәк 6 йиллиқ тутқунлуқтин кейин қоюп берилгән

Мухбиримиз қутлан
2017.03.25

С н н ниң хәвиригә қариғанда сабиқ мисир президенти һөсни мубарәк 6 йиллиқ тутуп турулуштин кейин 24-март күни қоюп берилгән.

Униң адвокати фарид әл-диб төнүгүн с н н мухбириға бу йил 88 яшқа киргән һөсни мубарәкниң нөвәттә қаһирә шәһәр әтрапидики шәхсий туралғусиға қайтқанлиқини ейтқан.

Һәрбийликтин келип чиққан мубарәк мисирға 30 йил мутләқ һөкүмранлиқ қилған болуп, у 2011-йилидики “әрәб баһари” һәрикитидә хәлқниң наразилиқи ичидә тәхттин чүшүшкә мәҗбур болған.

2012-Йилидики мисир сотида мубарәк өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати мубарәкниң мисирдики хәлқ намайишини бастуруш җәрянида 840 адәмни өлтүргәнликини вә 6 миңдин артуқ адәмни яриландурғанлиқини илгири сүргән.

2011-Йилидики “әрәб баһари” да қаһирә кочилирида күч көрсәткән миңлиған әрәб яшлири һазирға қәдәр түрмиләрдә қамилип ятмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.