Өзини һақарәтлигән 4 хитайни өлтүргән моңғул яш тутқун қилинған
Ички моңғулниң шилинғул аймиқидики сақчи идариси 26-ноябир уқтуруш чиқирип, 4 адәмни өлтүргән қатил хурунчини тутушқа ярдәм қилғанларға 30 миң сом сөйүнчә берилидиғанлиқини җакарлиған. Әмма мәзкур вәқә һәққидә 29-ноябир сәйшәнбә күнигә қәдәр хитай таратқулирида һечқандақ хәвәр берилмигән.
Дүшәнбә күни радиомизға әһвални билдүргән моңғул чарвичилар, вәқәниң 25-ноябир йүз бәргәнликини, нөвәттә гумандар дәп тутқун қилинған 38 яшлиқ моңғул чарвичи хорунчиға, у яллинип падилирини беқиватқан хитай хоҗайин вей җйәнго вә униң вей җйәнчи, вей җйәнчен, ән шавпиң қатарлиқ 3 туғқинини өлтүрди дегән җинайәт артилғанлиқини, моңғул чарвичи хорунчиниң хитай хоҗайинниң қойлирини беқиш җәрянида хоҗайин вә униң йеқинлириниң һақарәт қилишиға, бозәк қилишиға учриғанлиқини, болупму қатиллиқ йүз бәргән күни хурунчи билән хитай хоҗайин вейниң йеқинлири оттурисида қаттиқ җедәл болғанлиқини билдүрүшти.
Әмма, шилинғул аймиқи сақчи идарисидин зияритимизни қобул қилған хитай сақчи хадими хурунчу тәрипидин өлтүрүлгән 4 кишиниң 2 си хитай, иккиси моңғул икәнликини билдүрүп, вәқәниң йүз бериш сәвәби тәкшүрүлүватқанлиқни, шуңа техиму көп тәпсилатларни ашкарилимайдиғанлиқини билдүрди. Радийомиз зияритини қобул қилған моңғул паалийәтчи хада өз қаришини баян қилди, у, йеқинқи йиллардин буян шилинғул яйлиқида хитай ширкәтлириниң кан ечиш намида моңғул чарвичилириниң яйлақлирини игиливеливатқанлиқини, һәтта яйлаққа түркүм-түркүмләп келиватқан хитай содигәрләрниң йәрлик чарвичиларниң қой, калилирини әрзан баһада сетивелип, һөкүмәтниң арқа тирәк болуши билән яйлақта қой фермилири қуруватқанлиқини билдүрди. Моңғул чарвичиларниң уларға падичи болушқа мәҗбур болуватқанлиқини тәкитлигән хада, бу хил амилларниң райондики йәрлик моңғулар билән көчмән хитайлар оттурисидики зиддийәтни кәскинләштүрүп, әнә шундақ паҗиәләргә сәвәб болуватқанлиқини оттуриға қойди.