Мутәллип имин хәлқара кишилик һоқуқ күнидә ғайиб қиливетилгәнләр үчүн адаләт тәләп қилди

Мухбиримиз меһрибан
2013.12.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Сақчи даирилири тәрипидин хотәндики өйигә нәзәрбәнд қилинип, паспорт вә кимлики тартивелинғанлиқи үчүн, истанбулға қайтип оқушини давамлаштуралмиған магистир аспиранти мутәллип имин, 10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күнидә уйғур биз торида 5-қетимлиқ очуқ хетини елан қилип, сақчилар тәрипидин мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр үчүн адаләт тәләп қилди.

Мутәллип имин, 2013-йили 15-июл күни вәтәндики туғқан йоқлаш зияритини аяғлаштуруп, түркийәгә қайтиш сәпиридә бейҗиң айродромида хитай сақчилири тәрипидин мәхпий тутқун қилинған.

У үрүмчидики мәлум меһманханиға 79 күн қанунсиз солинип сорақ қилинғандин кейин, паспорт вә кимлики тартивелинип, хотән лоп наһийисидики өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи үчүн, истанбулға қайтип оқушини давамлаштуралмиған.

Шундин буян мутәллип имин уйғур биз торида арқа-арқидин очуқ хәт елан қилиш вә хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилиш йоли арқилиқ, уйғур аптоном райони сақчилириниң 79 күнлүк тутқун җәряни вә униңдин кейинки қилмишлири үстидин әрз қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.