Пакистан юқири сот мәһкимиси өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллириға қоюлған “чәткә чиқиш чәклимиси” ни бикар қилди
Бүгүн, пакистан юқири сот мәһкимиси өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллири өмәрхан вә әнивәрханға қоюлған “чәткә чиқиш чәклимиси” ни бикар қилди.
Өмәр уйғур вәхпиниң бу икки мәсулиниң чәтәлгә чиқиши пакистандики хитай әлчиханисиниң тәлипи бойичә чәкләнгән иди. Улар, 2011-йили 6-айда түркийәдә ечилған “шәрқий түркистанлиқ қериндашлар учришиши” ға қатнишиш үчүн кетиватқинида пакистан айродром хадимлири уларниң “чәткә чиқиши чәкләнгән кишиләр” тизимликидә икәнликини ейтип, уларниң айропиланға чиқишиға йол қоймиған.
Өмәрхан вә әнивәрхан ака-укилар бу қарарниң хитай әлчиханисиниң тәлипигә бинаән пакистан ички ишлар министирлиқи тәрипидин чиқирилғанлиқини уққандин кейин, дәрһал адвокат тутуп, қарар үстидин дава ачқан иди. Дава җәрянида пакистан юқири сот мәһкимиси бир қанчә қетим ички ишлар министирлиқини сотқа чақиртқан иди.
Бүгүн, өмәр уйғур вәхпиниң башлиқи өмәрханниң радиомизға билдүрүшичә, 3 йил давам қилған сот җәрянида ахири бу икки ака-ука ғәлибә қилип, уларға қоюлған саяһәт чәклимиси бикар қилинған. Өмәрхан сөзидә буни өмәр уйғур вәхпиниң хитай әлчиханиси үстидин қилған ғәлибиси, деди.