Уйғур елидә “партийә гурупписиниң секретарлири ‛биринчи башлиқ‚ болуш” һәққидә йолйоруқ берилгән
2025.01.23
23-январ күни, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, сиясий вә қанун комитетиниң катипи чен миңгуниң риясәтчиликидә ечилған бир йиғинда “җайларда партийә гурупписиниң секретари (партийә комитети) чоқум ‛биринчи башлиқ‚ болуштәк вәзиписини ада қилиши керәклики” йолйоруқ қилинған.
Хитайниң тәңритағ торида тарқитилған бу һәқтики хәвәрдин қариғанда, чин миңго йиғинда һәрқайси җайлар вә органларда сиясий йетәкчиликни күчәйтишни тәкитлигән болуп, партийә гурупписиниң секретари (партийә комитети) чоқум “биринчи башлиқ” болуштәк вәзиписини ада қилиши керәклики, тармақ аппаратларниң болса партийә комитетлириниң мәсулийитини ада қилишиға ярдәм бериши керәкликини билдүргән.
Мәлум болушичә, хитай компартийәси партийә гуруппилириниң уйғур елидики биринчи қол һоқуқни өткүзүвелишиниң йәрлик һөкүмәтләрниң һечқандақ әмәлий һоқуқи болмайдиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Юқиридики йиғинда йәнә, һәрқайси район дәриҗилик партком рәһбәрлири вә тармақ органлар рәһбәрлиригә сиясий органларниң қурулушини илгири сүрүш, нәзәрийәви қорални чоңқурлаштуруш, асасий қатламни мустәһкәмләш вә хизмәтни күчәйтиш һәққидиму йолйоруқ берилгән.