Хотәнниң гума наһийисидә пиланлиқ туғут комитетиниң әмәлдари өлтүрүлди
2015.02.27
Гума наһийәсидә бир уйғур яш наһийәлик пиланлиқ туғут комитети ишханисиға бастуруп кирип, бир пиланлиқ туғут әмәлдарини пичақлап өлтүргән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, 24 - феврал йүз бәргәндә вәқәдин кейин, уйғур яш қечип кәткән. Даириләр уйғур яш үстидин тутуш буйруқи чиқирип, гума наһийәсидә кәң көләмлик ахтуруш башлиған.
Дилшат ришит, нөвәттә, даириләрниң хотәндә бир қанчә уйғур үстидин тутуш буйруқи чиқарғанлиқини, лекин уларниң ичидә гума пиланлиқ туғут комитетиға һуҗум қилған уйғур яшниң бар - йоқлуқи мәлум әмәсликини билдүрди.
Хитай һөкүмити шәһәр - базар нопусидики уйғурларниң икки, йеза нопусидики уйғурларниң 3 тин пәрзәнт көрүшигә йол қойсиму, бирақ нормидин артуқ пәрзәнт көргән уйғурларға интайин қаттиқ вә иптидаий сиясәт йүргүзүп кәлгән. Бу әһвал мусулман уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғап кәлгән иди.
Гумида уйғур яшниң пиланлиқ туғут комитети әмәлдарини өлтүрүшигә конкрет қандақ сәвәб түрткә болғанлиқи мәлум әмәс. Лекин дилшат ришит: “хитай һөкүмити уйғурларниң туғуш һоқуқиға давамлиқ мудахилә қилса, бу хил қанлиқ вәқәләрниң йүз беришини тосувалғили болмайду” деди.