Хәлқара җинайи ишлар соти виладимир путинға тутуш буйруқи чиқарған
2023.03.17
Йеқинда хәлқара җинайи ишлар соти русийәни уруш җинайити билән әйибләйдиғанлиқини билдүргәниди. 3-Айниң 17-күни мәзкур сот қарар чиқирип, русийә президенти виладимир путинни украиналиқ балиларни тутқун қилиш җавабкарлиқи үчүн қолға елишни буйруған.
“америка бирләшмә агентлиқи” ниң 17-март күнидики хәвиридә ейтилишичә, бәзи дөләт рәһбәрлири илгири уруш җинайити билән хәлқара сот тәрипидин әйибләнгән болсиму, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә даимий әза бәш дөләт рәһбиригә хәлқара сот тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилиши тунҗи қетимлиқ иш икән.
Хәлқара җинайи ишлар сотиниң әйибнамисидә “путин, украиналиқ балиларни қанунсиз тутқун қилип, русийәгә апириштәң уруш җинайитигә җавабкар” дейилгән.
Путиндин башқа йәнә русийә федератсийәси президент ишханиси балилар һоқуқи хадими марийә аликсийевнағиму тутуш буйруқи чиқирилған.
Бу тутуш буйруқи чиқирилғандин кейин русийә һөкүмити уни рәт қилған, украина һөкүмити “бу бир чоң илгириләш” дәп уни алқишлиған.