Хитай һөкүмити қош тил маарипиниң уйғур елиниң иҗтимаий, иқтисадий шараитини яхшилиғанлиқини илгири сүрди

Мухбиримиз ирадә
2013.11.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бүгүн шинҗаң хәвәрлири торида елан қилинған бир хәвәрдә билдүрүлүшичә, уйғур елида йәсли вә оттура, башланғуч мәктәп балилири ичидә қош тил маарипи бойичә тәрбийилиниватқан оқуғучи сани 1 милйон 700 миңға йетип, омумий рәқәмниң 66 пирсәнтидин артуқини тәшкил қилған.

Аптоном районлуқ маарип назарити қош тил хизмәтлири ишханиси бу рәқәмниң нишан қилинғандин көп юқирилиқини вә бундин кейин сүрәтниң техиму ашурулидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити уйғур елида қош тил маарипини уйғурларниң қаттиқ наразилиқиға қаримай җиддий һалда ишқа ашуруп, 2020-йилиғичә қош тил маарипини 100 пирсәнт омумлаштуруп болушни нишан қилмақта.

Уйғур районлуқ һөкүмәтниң хәвәр оргини болған шинҗаң хәвәрләр тори бүгүнки бу һәқтики хәвиридә, қош тил маарипиниң уйғур елидики оқу-оқутуш сүпитини юқири көтүргәндин сирт, уйғур ели иқтисадиниң юқири көтүрүлүшигиму түрткә болғанлиқини илгири сүргән. Әмма уйғур көзәткүчиләр қош тил маарипини райондики тәңсизликләрниң вә муқимсизлиқниң сәвәблириниң бири, дәп қаримақта.

Улар, хитай тилини асас қилған қош тил маарипи уйғурларни ассимлиятсийә қилип йоқитиш сияситиниң бир парчиси болғанлиқтин, хитай һөкүмити келип чиқиватқан барлиқ қийинчилиқ вә наразилиқларға вә яман ақивәтләргә көз юмған асаста уни давамлиқ иҗра қилидиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.