Даириләр уйғур районида аталмиш “қош тиллиқ сотчилар” ни көпәйтмәкчи
2015.05.30
Нөвәттә даириләр уйғур районида аталмиш “қош тиллиқ сотчилар” ни көпәйтиш пиланини оттуриға қойған.
Хитай “йәршари вақит гезити” ниң 30 - май хәвәр қилишичә, уйғур елидә 2020 - йилиғичә 1 миң 500 нәпәр “қош тиллиқ сотчи” тәрбийиләп чиқилидикән.
Хәвәрдә буларниң һазир вәзипә өтәватқан сотчиларни “қош тиллиқ” қилип тәрбийиләшни көрситидиғанлиқи, яки йеңи сәплинидиған сотчиларни көрситидиғанлиқи тәпсилий баян қилинмиған.
Хәвәргә қариғанда, бу аталмиш “қош тиллиқ сотчилар” хитай тили вә өз тилида раван болуши керәк икән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, хитай алий соти сиясий бөлүминиң рәиси шу җяшин “қош тиллиқ сотчилар” ни йетиштүрүштики мәқсәтниң “райондики милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш” икәнликини билдүргән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлуматлириға қариғанда, уйғур елидики сотлар, болупму уйғур сиясий мәһбусларниң сотлири юқири дәриҗидә сиясийлаштурилидиған болуп, сот мәйли қайси тилда ечилмисун, бу сотларда адәттики сот тәртипигиму һөрмәт қилинмайдикән.