Америкидики уйғур роялчи гүлминә мәхмут 21- апрел охайо университетида қош кишилик роял орунлаш консерти өткүзмәкчи.
Гүлминә мәхмутниң тор бетигә қариғанда, у әсли қарамай шәһиридин болуп, һазирға кәлгүчә роял челишта докторлуқ унвани алған тунҗи уйғур икән.
Мәлум болушичә, гүлминә 15 йешидин башлапла хитайдики даңлиқ музика институтлирида оқуған.
У, магистирлиқ унванини америка питтсбург университетида, докторлуқ унванини канзас шәһиридики миссори университетида алған.
Гүлминә нөвәттә охайо штатлиқ университетида роял оқутқучиси болуп ешилмәктә.