“саяһәтчи” қияпитигә киривалған хитай җасус гумандарлири аляскадики һәрбий базиға кирмәкчи болған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.06.01

“америкада бүгүн” (USA TODAY) намлиқ хәвәр ториниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян “саяһәтчи” қияпитигә киривалған хитай җасус гумандарлириниң американиң аляска шитатиға җайлашқан сәзгүр һәрбий базиларға суқунуп кириш қилмишлири бир қанчә қетим йүз бәргән.

Бир қисим һәрбий әмәлдарлар вә һәрбийләрниң бу хәвәр оргиниға билдүрүшичә, шундақ вәқәләрниң биридә хитай пуқралири аптомобил билән алясканиң фәйрбәнкис (Fairbanks) районидики форт вейнрайт (Fort Wainwright) һәрбий базисиниң бихәтәрлик тәкшүрүш понкитидин өтүп кәткән. Аптомобил ахири тохтитилип ахтурулғанда, аптомобил ичидин адәмсиз учқу (дрон) тепилған. Аптомобилдики хитайлар болса өзлириниң саяһәт қиливетип езип кәткәнликини илгири сүргән.

Армийә ичидики әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, бундақ езип қалидиған ишлар бәзидә йүз бәрсиму, әмма улар бу вәқәни американиң аляскадики һәрбий иқтидарини тәкшүрүш урунуши, дәп қарайдикән. Бу һәрбий мәхпийәтлик болғанлиқи үчүн, улар вәқә һәққидики башқа тәпсилатлар үстидә тохталмиған.

Америка армийәсиниң бир әмәлдари мундақ дегән: “аляска шитатида саяһәтчидәк көрүнгәнләрниң һәммиси саяһәтчи әмәс, улар әмәлийәттә чәт әл җасуси.”

Хәвәрдә дейилишичә, бундақ “саяһәтчи” қияпитидики кишиләр барған җайлириға сәзгүр учурларни алалайдиған сензорларни қалдуруп қоюши мумкин икән. Хитайниң вашингтондики әлчиханиси “америкада бүгүн” хәвәр ториниң вәқә һәққидики соалиға җаваб бәрмигән.

Америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң башлиқи кристофир врай йеқинда қилған бир сөзидә, федератсийә тәкшүрүш идарисиниң һәр 12 саәттә бир қетим хитай һөкүмитиниң қоллишидики җасуслуқ вәқәси делоси үстидин тәкшүрүш башлайдиғанлиқини ейтқан.

2019-Йили американиң филорида шитатида деңиз армийәси авиатсийә понкити болған кий вест (Key West) районини қанунсиз сүрәткә тартқан бир хитай оқуғучи бир йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Әйни чағда бу оқуғучиниң адвокати униң “езип қалған саяһәтчи” икәнликини илгири сүргән болсиму, әмма бу хитай оқуғучиниң камерасида вә телефонида пәқәтла айродромниң сүрити тартилған икән. Шундақла бу орунниң саяһәт нуқтиси әмәс, бәлки американиң F-35 учқучилири мәшиқ қилидиған деңиз армийә базиси икәнлики ениқ йезилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.