“америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” хитайниң “шейин” вә “тему” торлирини тәкшүрмәкчи

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.05

Америка һөкүмити қармиқидики “америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” хитайниң “тему” вә “шейин” қатарлиқ торда парчә сатқучи ширкәтлири үстидин тәкшүрүшни башлиған.

Мәзкур комитетиниң рәислиридин питир фелдмән (Peter A. Feldman) Вә доглас зияк (Douglas Dziak) 3-сентәбир күни мәхсус баянат елан қилип “шейин”, “тему” қатарлиқ торда парчә сетиш супилирида сетиливатқан малларниң “истемалчиларниң мәһсулат бихәтәрлики қануни” дики маддиларға уйғун яки әмәсликини тәкшүридиғанлиқини билдүргән. Тәкшүргүчиләр тәкшүрүш нәтиҗисини комиссийәгә доклат қилип тапшуридикән.

Баянаттин қариғанда, “шейин” вә “тему” супилирида америка таможнисидики қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәсликтин ибарәт “әң төвән чәк” қаидиси бойичә түрлүк маллар тәкшүрүлмәйла биваситә истемалчиларға сетилип кәлгән. Бу таварлар һәтта бовақларниң сүт парашоки, түрлүк електиронлуқ мәһсулатлар вә ашхана буюмлири қатарлиқ инсанниң саламәтликигә биваситә четишлиқ мәһсулатларни өз ичигә алидикән. Бу хил реаллиқ “америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” ни һәрикәткә кәлтүргән икән.

“шейин” вә “тему” ширкәтлири уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған кийим-кечәк мәһсулатлири сәвәбидинму изчил тәнқидлинип келиватқан болуп, америка дөләт мәҗлисидики марко рубийо қатарлиқ бир қисим әзалар америка таможнисидики “әң төвән чәк” қаидисини өзгәртиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум.

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо бүгүн “X” тики инкасида мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири билән булғанған “шейин” вә “тему” ширкәтлириниң әмди “америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” ниңму диққитини қозғиғанлиқини қарши алған вә америка чегра вә таможна қоғдаш идарисини өзиниң чақириқиға тезрәк инкас қайтурушқа дәвәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.