“шинҗаңда җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини шәкилләндүрүш” хитай әмәлдарлириниң йетәкчи идийәсигә айланған

Мухбиримиз җәвлан
2022.06.08

Хитай рәиси ши җинпиң 3 қетимлиқ “шинҗаң хизмити йиғини” да бирдәк тәкитләп кәлгән “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини шәкилләндүрүш” уйғур аптоном районлуқ партком секритари ма шиңрүй вә бу районға тәкшүрүшкә кәлгән юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириниң асаслиқ шоариға айланған.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридики хәвәрләргә қариғанда, хитайниң муавин баш министири ху чүнхуа 6-айниң 4-күнидин 7-күнигичә уйғур районида тәкшүрүштә болған, униң мәқсити “намратлиқтин қутулуш сияситиниң мевисини қоғдаш вә уни кеңәйтишни йезиларни гүлләндүрүш билән бирләштүрүш” хизмитигә йетәкчилик қилиш болсиму, йәнила ши җинпиң оттуриға қойған шоарни тәкрарлашни унтуп қалмиған.

Ху чүнхуа или, бортала, шихәнзә қатарлиқ җайларға берип, “намратлиқтин қутулған йезилар” вә биңтуән қаримиқидики санаәт шәһәрчилирини көздин кәчүргәндә қилған сөзидә, “миллий районларниң тәрәққиятини илгири сүрүш, һәр милләт хәлқини ортақ бай қилиш вә җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” ни тәкитлигән.

Уйғур районида иқтисадий монопуллуқ билән миллий ассимилатсийәниң мунасивити наһайити рошән болуп, сиясий көзәткүчи илшат һәсән бу нуқтини шәрһләп: “хитайниң мәқсити уйғурларни бай қилиш әмәс, бәлки уларниң миллий мәвҗутлуқини йоқитиш. Җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси әмәлийәттә хитайдин башқа нәрсә әмәс,” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.