Хитай ташқорғанда җиддий түрдә ясаватқан егизлик айродоромини 9-айда ишқа кириштүрүмәкчикән

Мухбиримиз ирадә
2021.08.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайниң шинхуа тори тарқатқан бүгүнки хәвәргә қариғанда, хитай даирилири уйғур аптоном райониниң ташқорған наһийәсидә җиддий түрдә айродром қурулуши елип бериватқан болуп, уни 9-айдин башлап ишқа кириштүрмәкчикән.

Хәвәрдә бу қурулушниң тез сүрәттә давам қиливатқанлиқи вә бу йил 9-айда синақ тәриқисидә учушни башлайдиғанлиқи баян қилинған. Хитай йез сүрәттә ясаватқан бу тунҗи егизлик айродороми қәшқәр вилайити ташқорған таҗик аптоном наһийәсиниң ақтам базириға җайлашқан икән.

Ташқорған наһийәси уйғур аптоном райониниң таҗикистан, афғанистан вә пакистан билән билән чегралинидиған муһим истратегийәлик нуқтисиға җайлашқан болуп, ташқорғанда ясиливатқан егизлик айродороми қурулушиниң дәл америка афғанистандин әскәр чекиндүргән, талибанлар афғанистанниң һакимийәт бешиға чиққан бир мәзгилгә тоғра келиши диққәт қозғиди.

Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчиләр, хитайниң бу айродромни җиддий түрдә ясиши талибанлар һакимийәтни қолға алғандин кейинки афғанистанниң мурәккәп вәзийити шундақла хитайниң оттура асия вә ғәрбий-җәнубий асия истратегийәси билән мунасивәтлик, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.