Тайланд сақчи даирилири: “қечип кәткән уйғурлар һеч бир дөләткә бериветилмәйду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.22

Бүгүн тайланд сақчи даирилири баянат берип, әгәр қамақханидин қечип кәткән уйғурлар тутулған тәқдирдә һечқандақ бир дөләткә бериветилмәйду, дегән.

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, тайланд көчмәнләр идарисиниң қамақханисидин дүшәнбә күни тамни тешип вә әдияллирини арқан қилип туруп қечип кәткән 25 нәпәр уйғур тутқундин 5 нәпири тайланд сақчилири тәрипидин алдинқи күни тутулған. Улардин йәнә бир нәпири бүгүн тутулған.

Хитай даирилири түнүгүн тайланд һөкүмитидин қамақханидин қечип кәткән уйғурлар тутулғанда уларни хитайға қайтуруп беришини тәләп қилған иди. Тайланд сақчи даирилириниң ярдәмчи баянатчиси криссана патаначарон бүгүн мухбирларға қилған сөзидә тутулған уйғурларни һәрқандақ бир дөләткә беривәтмәйдиғанлиқини вә илгири уларға қарита елип бериватқан кимлик ениқлаш тәкшүрүшини давамлаштуридиғанлиқини ейтқан.

Тайланд даирилири 2014 йили тутқун қилған 200 дин артуқ уйғурниң алдинқи йиллири бир қисмини хитайға қайтуруп бәргән вә бир қисминиң түркийәгә кетишигә йол қойған. Нөвәттә аз дегәндә 60 чә уйғурниң тайланд көчмәнләр идарисиниң қамақханисида тутуп турулуватқанлиқи хәлқара җамаәткә мәлум. 

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә уйғур мусулманлириниң хитайда еғир бесимға учриғанлиқи үчүн хитайдин қечишқа мәҗбур болғанлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә уларниң қечиш сәпиридә тайландта тутулуп қалғанлиқи, бу җәрянда уларниң кимлик мәсилиси, йәни дөләт тәвәлики мәсилисиниң оттуриға чиққанлиқи әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.