Баңкок партлитиш һуҗумидики икки гумандар сотта өзлириниң қийнап иқрар қилдурулғанлиқини ашкарилап барлиқ җинайәтләрни инкар қилди
2016.02.16
Баңкокта йүз бәргән партлитиш һуҗуминиң гумандарлири дәп қолға елинған икки уйғурниң сәйшәнбә күни баңкоктики бир һәрбий сотта өзлириниң қийнап иқрар қилдурулғанлиқини билдүрүп, уларға артилған барлиқ җинайәтләрни инкар қилғанлиқи оттуриға чиқти.
Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, адәм қарадағ билән мирәли йүсүф исимлик 2 уйғур партлитиш һуҗумини пиланлаш вә қәстән адәм өлтүрүш қатарлиқ 10 түрлүк җинайәт билән әйибләнгән болсиму, әмма улар сақчи даирилириниң уларни қийнап иқрар қилдурғанлиқини баян қилип, өзлириниң наһәқ әйиблиниватқанлиқини билдүргән. Хәвәрдә баян қилинишичә, сақчилар икки гумандарни қолиға тақақ, путлириға кишән селинған һалда ялаңаяқ ялап киргән. Сотқа мухбирларниң киришигә рухсәт қилинған болсиму, уларниң сүрәткә тартишиға йол қоюлмиған.
15-Феврал йәни сот ечилиштин бир күн аввал адәм қарадағ йәни (билал муһәммәд) исимлик гумандар адвокати арқилиқ тайланд сақчилириниң өзини қийин-қистаққа елип мәҗбурий иқрар қилдурғанлиқини ашкарилиғандин кейин, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири җиддий инкас қайтуруп, тайланд даирилирини очуқ-йоруқ болушқа чақирмақта. 2015-Йили 17-авғусттики баңкок партлаш вәқәсидә 20 адәм өлгән, 120 дин артуқ адәм яриланған. Өлгәнләрниң көп қисми хитай саяһәтчиләр икәнлики ениқланған. Тайланд даирилири вәқәдин кейин 17 адәмни гумандар дәп елан қилип, улардин икки кишиниң тутулғанлиқини билдүргән иди.