Тайланд бомба һуҗумиға алақидар йәнә бир гумандарниң кимликини ашкарилиди
2015.09.02
Тайланд сақчи даирилири чаршәнбә күни өткән айда баңкок шәһиридә йүз бәргән партлитиш вәқәсигә алақидар йәнә бир гумандарниң кимликини ашкарилиди вә униң түрк пуқраси икәнлики билдүрди.
17-Авғуст баңкок шәһиридики ераван ибадәтханиси партлитиш һуҗумиға учрап, көпинчиси хитай пуқралардин тәркиб тапқан 22 адәм өлгән.
Тайланд сақчилири һазирғичә мәзкур һуҗумға алақидар 8 адәм үстидин тутуш буйруқи чиқарған, икки нәпирини қолға алған вә һуҗумдики баш гумандарниң уйғур болуши мумкинлики илгири сүргән.
Фирансийә агентлиқиниң бүгүн хәвәр қилишичә, даириләр 2-сентәбир елан қилған йеңи гумандариниң исми әмраһ давутоғлу болуп, униң аяли йәрлик тайланд пуқраси икән.
Мәлум болушичә, тайланд даирилири чаршәнбә күни йәнә 1-сентәбир қолға елинған иккинчи гумандарниң һуҗумда ишлитилгән “бомбини ясашқа биваситә қатнашқанлиқи испатланғанлиқи” ни билдүргән болсиму, гумандар буни рәт қилған.